бәшшар әсәд күчлири идлибни бомбардиман қилди

бәшшар әсәд күчлири сүрийәдә түркийә армийәсиниң идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш районида уруш тохтитиш мәқситидә тәсис қилған нуқтиларниң әтрапини топ билән бомбардиман қилди.

1212039
бәшшар әсәд күчлири идлибни бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд күчлири билән иранниң қоллиши астидики террористлардин тәшкилләнгән қисим, түркийә армийәсиниң идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш райониға җайлашқан завийәдә тәсис қилған 10 көзитиш нуқтисиниң әтрапини топ билән бомбардиман қилди.

бомбардиманда көзитиш нуқтилири һечқандақ зийан-зәхмәткә учримиди. бомбардиманниң лазқийәниң шәрқидики тағлиқ райондин йаки һамадики кәрим районидин қилинғанлиқи тәхмин қилинмақта.

бәшшар әсәд қисимлири 2019-йили 29-апрел вә 4-12-май күнлириму охшаш нуқтини бомбардиман қилған иди.

түркийә армийәси астана келишими рамкисида идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш районида 12 көзитиш нуқтиси тәсис қилған иди. мәзкур нуқтиларниң бир қанчә километир қаршисида, бәшшар әсәд һакимийити қисимлири билән иранниң қоллиши астидики чәт әл террорист гуруппилири бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر