нигерийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗумларда нурғун адәм өлди

нигерийәниң шәрқий шималида йүз бәргән қораллиқ һуҗумларда 23 киши һайатидин айрилди.

1210483
нигерийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗумларда нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: замфара өлкилик җамаәт хәвпсизлики идарисиниң байанатчиси муһәммәд шеһуниң ейтишичә, өлкиниң тунга вә кабаҗе йезилирида мотсиклитлиқ қораллиқларниң һуҗумлирида 23 киши һайатидин айрилған, көп санда киши йариланған. вәқәдин кейин районға дөләт хәвпсизлик күчлири әвәтилгән, дөләт хәвпсизлик күчлири нәқ мәйданға йетип берипла вәқәни тәкшүрүшкә башлиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر