иран америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампқа җаваб қайтурди.

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампқа җаваб қайтурди.

1209758
иран америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампқа җаваб қайтурди.

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң, йапонийә зийарити җәрйанида, иран – америка қошма иштатлири оттурисидики йеқинқи һәптиләрдин буйанқи барғансери әвҗ елип кетиватқан сүркилишләр һәққидә тохталғанда қилған, «иранда һакимийәт алмишиши тоғрулуқ издиниватқинимиз йоқ, иранниң йадро қораллириға игә болушини халимаймиз, пәқәт мушу мәсилинила айдиңлаштурушни үмид қилимән» тәриқисидики байанатлириға җаваб берип, мундақ деди: «иран рәһбири айәтуллаһ әли һаманей өз вақтида йадро қораллирини чәкләш тоғрулуқ  пәтива  бәргән, бу арқилиқ иранниң  йадро қораллириға игә болуш нийити йоқлуқини билдүргәниди. америка һакимийити ичидики <б бир гурупписи> ниң иқтисадий терроризми иран хәлқигә еғир зийан селиватиду һәмдә районниң вәзийитини җиддийләштүрүватиду. доналд трампниң нийитиниң қандақлиқини сөзләр әмәс, әмәлиийәтләр испатлап бериду.»

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп йапонийә зийарити җәрйанида йапонийә баш вәзири шинзо абе билән елип барған учришишида, иран мәсилиси тоғрулуқ сөһбәт өткүзгәнликлирини тәкитләп мундақ дегәниди: «ирандики нурғун шәхсләрни обдан билимән, улар наһайити йахши кишиләр. иранниң мәвҗут рәһбәрлири билән техиму қудрәт тепиш имканийити бар,  иранда һакимийәт алмишиши тоғрулуқ издиниватқинимиз йоқ, иранниң йадро қораллириға игә болушини халимаймиз, пәқәт мушу мәсилинила айдиңлаштурушни үмид қилимән» дегәниди.

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, алдинқи байанатлирида, «америка һакимийити ичидики <б гурупписи> дәп атиған ақсарай дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җон болтон, исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу, сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман вә әрәб бирләшмә хәлипилики тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин зайид қатарлиқларниң, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампни иранға қарши уруш қозғиши үчүн күшкүртүватқанлиқини» ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر