гиретсийәдә муддәттин бурун сайлам өткүзүлиду
гиретсийә баш министири алексис чипрас йавропа парламенти сайламлирида «SYRIZA» партийәси чоң пәрқ билән өктичи партийәниң арқисида қалғанлиқи сәвәбидин муддәттин бурун сайлам өткүзүлидиғанлиқини елан қилди.
![гиретсийәдә муддәттин бурун сайлам өткүзүлиду](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/90dd/2870/9ab9/5ceb84495d9ba.jpg?time=1719303760)
түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә баш министири алексис чипрас: «иккинчи айланма йәрлик сайламдин кейин пирезиденттин муддәттин бурун сайлам өткүзүшни тәләп қилимән» деди.
у «SYRIZA» партийәсиниң мәркизидә сөз қилғанда, йавропа парламенти вә йәрлик сайламлар үстидә тохталди. у сайлам нәтиҗилириниң күткинидин көп төвән чиққанлиқини билдүрүп: «нәтиҗиләрни нәзәрдин сақит қилиш, маңа йарашмайду. күрәш қилиштин һечқачан қачмаймән. йәрлик сайламларниң иккинчи айланмисидин кейин пирезиденттин муддәттин бурун сайлам өткүзүшни тәләп қилимән» деди.
йавропа парламенти сайламлириниң рәсмий болмиған нәтиҗилиригә асасланғанда, өктичи «йеңи демократийә партийәси» биринчи орунни игилигән вә сайламға қатнишиш нисбити йавропаниң оттуричә нисбитидин йуқири болуп %57.6 болған.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![русийәдә бир бинаға от кетип 8 киши қаза қилди](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/70c1/8ff7/2e34/57c16f184935a.jpg?time=1719303761)
русийәдә бир бинаға от кетип 8 киши қаза қилди
русийәниң фрйазино шәһиригә җайлашқан бир тәтқиқат мәркизидә от апити йүз берип 8 киши қаза қилди