доналд трамп йапонийәгә йетип барди

америка пирезиденти доналд трамп йапонийәниң йеңи падишаһи нароһито үчүн өткүзүлидиған мурасимға қатнишиш үчүн пайтәхт токйоға йетип барди.

1208105
доналд трамп йапонийәгә йетип барди

 

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамни хәлқара токйо айродорумида йапонийә ташқи ишлар министири таро коно қарши алди.

доналд трампниң 4 күн давамлишидиған токйо зийарити даирисидә, баш министир шинзо аби билән көрүшүп, америка йапонийә өзара сода вә бихәтәрлик мунасивәтлирини шундақла иран вә шималий корейә мәсилилирини музакирилишиши мөлчәрләнмәктә.

америка пирезиденти доналд трамп бүгүн ахшам америка әлчиханиси туралғусида сода санаәтчиләр билән көришиду.

ақ сарай дөләт бихәрлики мәслиһәтчиси җон балтон, токйода ахбаратчиларға бәргән байанатида, шималий корейәниң қисқа мусапилиқ башқурулидиған бомба синақлири арқилиқ б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарарлирини дәпсәндә қилғанлиқини ейтти. 

америкиниң шималий корейәни йадро қораллардин тазилаш җәһәттики позитсийәниң қәтий икәнликини тәкитлигән балтон, америкиниң шималий корейә билән музакириләрни давамлаштурушқа тәййар икәнликини билдүрди.

америка пирезиденти доналд трамп билән шималий корейә пирезиденти ким җоңун оттурисида вейетнамниң пайтәхти һонайда 27февралдин 28февралғичә өткүзүлгән рәһбәрләр йиғинида, бәзи илгириләшләр болған, бирақ һечқандақ келишим имзаланмиған иди.

доналд трамп ким җоңун билән өткүзгән учришиши һәққидә тохтилип, «улар ембарголарниң пүтүнләй әмәлдин қалдурулушини тәләп қилди. бизниң ундақ қилиш нийитимиз йоқ иди. шуңа келишәлмидуқ» дегән иди.

шималий корейә ташқи ишлар минстири ри йоңһо болса, рәһбәрләр учришишида ембарголарниң қисмән әмәлдин қалдурулишини тәләб қилғанлиқини ейтқан иди.

 

 

 

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر