америка – иран соғуқчилиқи

«күнтәртип вә анализ» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик сани бойичә, әнқәрә йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети мудири пирофессор доктор қудрәт бүлбүлниң «америка – иран соғуқчилиқи» сәрләвһилик йазмисини һузуруңларға сунимиз.

1206183
америка – иран соғуқчилиқи

америка – иран соғуқчилиқи

түркийә авази радийоси: даңлиқ ислам мутәпәккури ибни хәлдун дөләтләрни инсанларға охшитиду. уларму инсанларға охшаш туғулиду, чоң болиду вә өлиду. османлии мутәпәккури катиб чәләбиму охшаш қарашни илгири сүриду. дәрвқә, өтмүштики нурғун чоң мәдәнийәтләрниң, дөләтләрниң вақитниң өтүшигә әгишип тарих сәһнисидин чүшүп кәткәнликини көрмәктимиз. наһайити көп тәкрарланғинидәк, һайаттики өзгәрмәйдиған бирдинбир нәрсә өзгиришниң дәл өзидур.

дәвримиз дунйасидиму шуниңға охшаш мусапиләрни баштин кәчүрмәктимиз. америка қошма иштатлириниң иқтисадий, сийасий вә (адаләт, кишилик һоқуқ вә әхлақий позитисйә дегәндәк) пиринсипал җәһәтләрдә дунйави риқабәттә алдинқи пиландин орун алидиған әһвали қалмиғандәк көрүнмәктә. һазирқи шараитта, америка қошма иштатлириниң бу саһәләрдә қайтидин дунйа риқабәт сәһнисигә чиқишиму күтүлмәйду. шуңа дунйа лидирлиқини давамлаштуруш йолида тәтбиқлаватқан йәршарилишишқа қарши, бекик, иқтисадий вә әскирий җәһәттә мудахиличи сийасәтлирини күчәйткән һалда давамлаштуридиғанлиқини мөлчәрләш үчүн палчи болушқа керәк йоқ. бу хил қоруқчи сийасәтләрниң еғир вәйран қилғуч ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини, бирақ иҗабий, қуруп чиққучи, тәртип орнатқучи сийасәтләр нуқтисидин алақидар дөләтләрни дунйави риқабәттә алдинқи пиланға чиқармайдиғанлиқини тарих бизгә байан қилип бериду.

америкиниң сүркилишни улғайтқучи, иқтисадий вә / йаки әскирий җәһәттики мудахиличи сийасәтлирини хитай, ғәрб дөләтлири, латин америкиси дөләтлири, түркийәгә охшаш дөләтләргә илавәтән, бу мәзгилдә иранға қарита һәддидин зийадә күчәйткәнликини көрүватимиз. америкиниң йадро келишимидин бир тәрәплимә һалда чекинип чиқиши, иранға ембарго йүргүзүши, һурмуз боғузи вәзийитиниң қайтидин җиддийлишиши, қаримуқарши қаттиқ байанатлар күчийип кәткән соғуқчилиқниң конкерт ипадиси һесаблиниду.

америка иранни йадро қорали ишләпчиқармаслиқ тоғрисида изчил агаһландурмақта вә униңға тәһдит салмақта. дурус, ишлитилгән тәқдирдә йалғуз инсанийәткила әмәс, америкиниң йапонийәдә қилғинидәк, пүткүл җанлиқларниң җениға замин болидиған қоралларға игә болушни әлвәттә ақиланә дәп қариғили болмайду. буниң билән биргә, исраилийә, һиндистан, америка қошма иштатлири вә башқа дөләтләрниң йадро қоралиға игә болуши қанчилик биарамлиқ пәйда қилса, иранниңму бу қоралға игә болуши адәмни шунчилик биарам қилиду. районда, хусусән исраилийәниң илкидики шундақла ишлитиватқан химийәлик қоралларни көрмәй, пәқәт ираннила көрүш, пиринсипсиз бир позитсийә болуш биләнла қалмастин иранға йоллуқлуқ салаһийити беғишлимақта.

иран кеңәймичилики

 америкиниң тәһдитлири алдида иранниң районда йалғуз қалғанлиқини көрүватимиз. буниң әң муһим сәвәби, иранниң мәзһәпчиликни тайанч қилған кеңәймичи сийаситидур. төт дөләт (ирақ, йәмән, сүрийә, ливан) ниң пайтәхти контроллуқимизда дегән иран, нөвәттә толиму йалғуз қалмақта.

иран вә емпирийалист дөләтләр бир – биригә толиму охшайдиған усуллар бойичә һәрикәт қилмақта. өзлиригә йеқин қатламларни қутритип, алдинқи пиланға чиқирип, мунасивәтлик дөләтниң сийасәтлиригә мудахилә қилмақта.

иранниң мәзһәпчи позитийәси вә кеңәймичи сийасәтлири, районда исраилийәдинму бәк әндишә пәйда қилмақта. парс қолтуқи әллириниң исраилийә мәркәзлик сийасәтләргә йөнилишиниң муһим сәвәблириниң бири, иранниң мәзкур кеңәймичи вә мудахиличи сийаситидур. иран районда исраилийәгә қанчилик зийан йәткүзиду? йаки йәткүзәмду? буларни бәс – муназирә қилишқа болиду. бирақ, иранниң бу сийасәтлири мусулман дөләтләрдики муқимсизлиқниң әң гәвдилик сәвәблириниң бири һесаблиниду.

америкиниң мудахилиси

иранни йуқирида байан қилинған вә қилинмиған наһайити көп җәһәтләрдин әйибләшкә болиду. бирақ, иранни әйибләш америка қошма иштатлириниң иранға қаратқан сийасәтлиригә, қилинғуси мудахилисигә һәрқандақ әһвалда һәқлиқлиқ вә йоллуқлуқ беғишлимайду. чүнки, америка қошма иштатлири адаләт мәркәзлик нуқтиинәзәрни чиқиш қилмайду. америкиниң иран сийасити, өз мәнпәәтлирини чөридигән һалда, 19 – вә 20 – әсирниң асаслиқ аталғуси болған емпирийализмниң бир васитиси сүпитидә шәкилләнмәктә. трамп рәһбәрликидики америкиниң дунйа сийаситиниң көрүнүши, бир базар хоҗайининиң индианларға қаратқан сийасәтлирини әслитиду.

йәнә бир тәрәптин америка қошма иштатлири вә ғәрб дөләтлири тәрипидин ишғал қилинған дөләтләрниң һечбириниң хатирҗәмликкә еришәлмигәнликини билимиз. райондики бу хил мудахилиләрниң нәтиҗиси милйонларчә инсанниң өлүми, қан, көз йеши, көчүш вә баштин кәчүрүватқан еғир шундақла наһәқ шараитлар түпәйли террорлуқ тәшкилатлири техиму әркин көпийиш пурситигә игә болидиған вәзийәт... билән түгәнләнмәктә.

қилинғуси мудахилиниң кәлтүридиған ақивәтлири

америка сүркилишни улғайтиш арқилиқ козирини күчәйтишкә, иранға шәртлирини қобул қилдурмақчи болған болуши мумкин. буниңдин илгири нурғун қетим йүз бәргинидәк, мәсилә әмәлий җәңгә айланмаслиқи мумкин. биз бу сүркилишниң һәрқандақ әһвалда тоқунушқа айлинип кәтмәсликини үмид қилимиз. бирақ, сайламда мәғлуб болуш урушта мәғлуб болуштинму еғир һесаблиниватқан бир дунйада, әмәлий җәңниң йүз бериш мумкинчилики барлиқиниму ойлашқа мәҗбурмиз.

башқа дөләтләрдин кейин иранму муқимсизлаштурулған, сүрийәгә айландурулған бир оттура шәрқтә һечбир нәрсә бурунқидәк болмайду. оттура шәрқтики ешип қалған ахирқи муқимлиқ, хатирҗәмлик қириндилириму пүтүнләй йоқайду. оттура шәрқ, биринчи дунйа урушидин кейинки чағлардикигә охшаш, емпирийалист дөләтләр ат чаптуридиған бир районға айлиниду. түркийә бундақ әһвалда, сүрийә мәсилисидинму еғир тәсиргә учрайду. бу, барлиқ дөләтләр паләч дөләтләргә, парс қолтуқи әллириму қорчақ һөкүмәтләргә айландурулған бир оттура шәрқтә, бүйүк исраилийә лайиһәсини ишқа ашурушқа тосалғу болидиған һечқандақ амил қалмиди, дегәнлик болиду. америкиниң иранға мудахилә қилишиниң, сүрийә мәсилисидикигә охшаш, оттура шәрқтә бирла ғалиби болиду؛ у болсиму америка қошма иштатлири әмәс, исраилийәдур. иран тәһдитигә қарши америка билән бир сәптә туруп һәрикәт қиливатқан, һәтта америкини күшкүртүватқан парс қолтуқи дөләтлири, иран хәвпи түгигәндин кейин, халиғинини қилиш үчүн өз мәйлигә қойуветилмәйду. әгәр бир дөләт болуш сүпитини сақлап қалалиса, исраилийә вә америкиниң қисқучи астида қалған болиду.

түркийә немиләрни қилалайду?

түркийә, район характерлик мәсилиләрни хәлқаралиқ актийорларниң мудахилилири арқилиқ һәл қилғили болмайдиғанлиқи, бу хил мудахилиләрниң районда муқимсизлиқ, өчмәнлик вә нәпрәтни техиму чоңқурлаштуруветидиғанлиқи, районни террор патқиқиға айландуруп қойидиғанлиқи тоғрисидики нурғун тәҗрибиләргә игидур. түркийә бу мәсилигә бу көзнәктин, шундақла адил болуш нуқтисидин қарап, районға алақидар сийасәтлиридә пиринсипал позитсийәдә болуп кәлмәктә. сүрийә, мисир, ирақ, иран ... қатарлиқ дөләтләргә тутқан позитийәси адаләт мәркәзлик сийасәтлириниң рошән үлгилири һесаблиниду.

түркийә нөвәттики пиринсипал позитийәсини давамлаштуруш билән биргә, өзиниң келәчикигә онтологийәлик җәһәттин йеқиндин тәсир көрситидиған, мәвҗутлуқ мәсилиси пәйда қилидиған бундақ бир тоқунушниң алдини елиш үчүн дипломатийәниң барлиқ амиллирини ишқа селиши мумкин. йавропа иттипақи дөләтлири, хитай, русийә вә парс қолтуқи әллири билән, һәтта америка қошма иштатлири вә иран билән қойуқ алақә орнитип, мәсилиниң тинч усулда бир тәрәп қилинишиға һәссә қошалиши мумкин.

түркийә буниңдин бурунму биразилийә билән бирликтә, иран билән түзүлгән келишимниң үстқурулмисини тәшкил қилди. русийә билән өткүзгән учришишлар арқилиқ милйонларчә сүрийәликләрниң көчмәнгә айлинип кетишиниң алдини алди. түркийә, һинд төвән қитәсидин балқан әллиригичә, африқидин афғанистанғичә болуп, дунйаниң наһайити көп дөлитидә дунйаниң тинчлиқиға һәмнәпәс болмақта. хәлқаралиқ мәсилиләргә пиринсип бойичә позитсийә билдүридиған унчивала көп дөләт қалмиған мушундақ шараитта, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәватқан түркийә, иран – америка сүркилишидиму урушниң алдини елиш йолида һәрхил тиришчанлиқни сәрп қилип, синап көрүши керәк.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر