иран пирезиденти руһани теһран - вашингтон сүркилиши тоғрисида тохталди

иран пирезиденти һәсән руһани, америка қошма иштатлири ембарголириға қарита сөһбәт өткүзүш вә дипломатик йол тутуш тәрәпдари икәнликини, бирақ буниң нөвәттики шараитта ишқа ашурулушини һәрқандақ шәкилдә қобул қилмайдиғанлиқини билдүрди.

1205383
иран пирезиденти руһани теһран - вашингтон сүркилиши тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт теһранда шиә диний затлар билән көрүшкән руһани, америкиниң ембарголири тоғрисида тохталди؛ у, ақсарайда олтурғанларниң йеқинқи 40 йилдин буйан изчил һалда иранға қарши хизмәт қилғанлиқини, бесим ишлитиш вә қораллиқ күрәш қилишни пиланлиғанлиқини, нөвәттә болса буларниң һәммисиниң бир йәргән җәм болғанлиқини әскәрткән һалда, «дүшмән һәмишә җиддийчиликни иран тәрәпниң башлишини халайтти, бирақ ундақ қилмидуқ. дөләт ичидиму бирлири йадро келишимидин чекинишимизниң  куйида иди, бирақ бу шараитта қаршилиқ көрситиш интайин қийин иди. әгәр америка қошма иштатлириниң қутритишлири нәтиҗисидә йадро келишимидин чекингән болсақ, бүгүн һөкүмәтниң хәлқ үчүн ташлиған қәдәмлирини ақлаш наһайити қеийин болған, шундақла мурәккәплишип кәткән болатти. бундақ әһвалда, америкидин башқа хәлқара җәмийәт вә б д т дөлитимизгә ембарго йүргүзгән болатти.» деди.

һәсән руһани, өткән йили б д т  йиғини әснасида 5 чоң дөләтниң лидириниң америка пирезиденти доналд трамп билән көрүшүши үчүн васитичилик қилғанлиқини билдүрүп, «америка ташқи ишлар министирлиқи 8 қетим сөһбәт өткүзүшни тәләп қилди. бүгүнки шараит һечбир шәкилдә сөһбәт өткүзүш шараити әмәс, қаршилиқ көрситиш вә күрәш қилиш шараитидур» дегәнләрни қәйт қилди.

һазирқи әһвалда хәлқниң наһайити көп мәсилә вә қийинчилиқларға дуч келиватқанлиқини, бирақ буларниң һечбириниң һөкүмәт билән мунасивәтлик әмәсликини вә өтмүштә хәлқниң кирим дәриҗисини йуқири көтүргәнликлирини тилға алған руһани, «бүгүн техиму йахши башқуралайдиған болуш үчүн қарар механизмиға еһтийаҗимиз бар. иран – ирақ урушида бир кеңәш қурулди вә барлиқ салаһийәтләр бу механизмниң қолида иди, парламент вә әдлийәму бу йәрдин чиққан қарарға мудахилә қилмайтти. биз иқтисадий урушниң ичидә туруватқан һазирқи әһвалда мушундақ бир салаһийәт зөрүрдур» деди.

өтмүштә банкичилик мулазимәтлири вә нефит сетиш җәһәттә қийинчилиққа дуч кәлмигәнликлирини, қисқиси һазирқидәк сийасәтләргә дучар болмиғанлиқлирини билдүргән һәсән руһани, «дунйада пул айлинишиниң %87 и доллар арқилиқ ишқа ашмақта. дөлитимизниң бу ташқи перевот билән сода қилиши қанунсиз шәкилдә чәкләнди. һөкүмәтниң кириминиң төвәнләп кетиши вә банкичилик саһәсиниң дунйа билән алақисиниң чәклимигә учриши сақлиниватқан мәвҗут мәсилиләрниң бир қанчисидур» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

америка – иран сүркилиши

2018 – йили 8 – майда , 2015– йили имзаланған йадро келишимидин чекинип чиққанлиқини елан қилған, арқидин теһран даирилириниң нефит експортини чөридигән һалда ембарго йүргүзгән америка, өткән ай иран инқилаб муһапизәтчилири қисимлирини «чәт әл террорлуқ тәшкилатлири» тизимликигә киргүзгәниди.

иран пирезиденти һәсән руһаниму америкиниң ембаргосиға қарши 8 – майда дөлитиниң йадро паалийәтлириниң бир қисмини қайтидин башлиғанлиқини вә келишимниң тәрәплиригә иранниң мәнпәәтлирини қоғдайдиған шәкилдә тәдбирләрни йолға қойуши үчүн 60 күн мөһләт беридиғанлиқини уқтурғаниди.

америка, йеқинда иран тәрипидин келиш еһтимали болған хәвпләргә тақабил туруш мәқситидә USS абраһам линколн намлиқ авийаматкиси һуҗумчилар әтрити билән 4 йадро қорали елип йүрүш иқтидариға игә б-52 типлиқ бомбардиманчи айропиландин тәшкил тапқан бомбардиманчилар әтритини бәсрә қолтуқиға әвәткәниди.


خەتكۈچ: #иран , #америка

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر