биразилийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда нурғун адәм өлди

биразилийәдә бир қавақханида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 11 киши һайатидин айрилди.

1204154
биразилийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, биразилийәниң шималий өлкиси параниң пайтәхти белем шәһириниң гуама мәһәллисидики бир қавақханиға бир аптомобил вә бир мотсиклит билән кәлгән қпраллиқлар тәрипидин  қилинған һуҗумда 6 си айал болуп, җәмий 11 киши һайатидин айрилған.,вәқәдин кейин тәкшүрүш башланған.

биразилийә пирезиденти җаир болсонаро йанвар ейида җинайәт садир қилиш нисбити йуқири болған дөләттә қорал - йарағ сетивелишни қолайлаштуридиған қарарнамини имзалиғаниди.

игилинишичә, пирезидентлиқ қарарнамисиға асасән, биразилийәдә қорал - йарағ сетивелиш үчүн илтимас сунидиғанларниң «немишқа қорал - йарағ сетивелишқа еһтийаҗлиқ» икәнликини байан қилиш мәҗбурийити қалмиған, қайтидин тизимға алдуруш муддити 5 йилдин 10 йилға чиққан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر