афғанистандики бир түрмидә тоқунуш йүз бәрди

афғанистанниң пайтәхти кабулдики пули чархи түрмисидә сақчилар билән тоқунушқан 4 мәһбус җенидин айрилди.

1201755
афғанистандики бир түрмидә тоқунуш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан ички ишлар министирлиқи байанатчиси насрат раһими, мәһбусларниң тәкшүрүш үчүн түрмигә киргән сақчиларға һуҗум қилип, қораллирини тартивелишқа урунғанлиқини әскәртти.

сақчиларниң қорал ишлитишкә мәҗбур болуп қалғанлиқини билдүргән раһими, тоқунушта 4 мәһбусниң җенидин айрилғанлиқини, 13 мәһбус билән 20 сақчиниң йариланғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر