әсәд күчлири идлибтики аһалиләр районлирини бомбардиман қилишни давамлаштурмақта

бәшшар әсәд һакимийити уруш айропиланлири, «идлиб җиддийчиликни пәскуйға чүшүрүш райони» чегралири ичигә җайлашқан җисрушшуғур наһийәсидики бир базарни иптардин илгирила бомбардиман қилди.

1201729
әсәд күчлири идлибтики аһалиләр районлирини бомбардиман қилишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: идлиб пуқрави қоғдиниш әтрити хадимлири, җисрушшуғур наһийәсидики бир базарниң иптарға азла қалғанда бомбардиман қилиниши нәтиҗисидә 5 пуқраниң җенидин айрилғанлиқини, 20 пуқраниң йариланғанлиқини билдүрди.

бәшшар әсәд һакимийити уруш айропиланлири, «идлиб җиддийчиликни пәскуйға чүшүрүш райони» чегралири ичигә җайлашқан җисрушшуғур наһийәсидики бир базарни иптардин илгирила бомбардиман қилип, 5 пуқраниң өлүми, 20 пуқраниң йарилинишиға сәвәб болди.

мәһәллий мәнбәләрдин игиләнгән учурға асасланғанда, әсәд һакимийити уруш айропиланлири, идлиб вилайитиниң ғәрбий шималиға җайлашқан җисрушшуғур наһийәси билән әлкәбинә вә тәрмәлә йезилирини бомбардиман қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر