хитай: америка қошма иштатлириниң бесимиға баш әгмәймиз

хитай таможна беҗи мәсилисидә америка қошма иштатлириниң бесимиға баш әгмәйдиғанлиқини билдүрди.

1200339
хитай: америка қошма иштатлириниң бесимиға баш әгмәймиз

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси гең шуаң, пайтәхт бейҗиңда өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, америка қошма иштатлириниң 200 милйард доллар қиммитидики хитай мәһсулатлириға қаритилған таможна беҗини %  25 кә чиқиришиға қарита қарари тоғрулуқ тохталғанда, бейҗиңниң сиртниң бесимиға баш әгмәйдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: «көплигән таможна баҗлирини өстүрүш билән һечқандақ бир мәсилини һәл қилғили болмайду. хитай әсла сиртниң бесимиға баш әгмәйду. дөлитимизниң һәқ – һоқуқлиримизни қоғдашқа күчи йетиду һәм ирадисиму қәтийдур, америка қошма иштатлиридин  бу мәсилини дөлитимиз билән оттура һал йол тутуш, өзара һөрмәт қилиш вә баравәрлик асасида һәл қилишини үмид қилимиз.»

америка қошма иштатлири билән хитай оттурисидики «сода уруши» башланғиниға бир йилдин ашти. «сода уруши» музакирилириниң ахирқи қетимлиқ музакирилиригә қатнишиш үчүн өткән пәйшәнбә күни америкиға йетип барған хитай муавин баш министири лийу хе, музакириләрдин һечқандақ нәтиҗә һасил қилалмиғанлиқи үчүн, вашингтондин қуруқ қол қайтқаниди. хитай вә америка һәйәтлириниң уда икки күн елип барған музакирилиридин һечқандақ үнүм һасил қилиналмиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر