руһани иранлиқ сийасий паалийәтчиләрдин йардәм тәләп қилди

иран пирезиденти һәсән руһани, дүшмәнлириниң дөлитигә қаратқан сийасий вә иқтисадий бесимлириға «инқилаб тарихида мислий көрүлмигән толуқ мәнидики бир уруш» дәп баһа бәрди.

1199646
руһани иранлиқ сийасий паалийәтчиләрдин йардәм тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт теһранда сийасий паалийәтчиләр билән көрүшкән һәсән руһани, америкиниң дөлитигә йүргүзүватқан ембарголири тоғрисида тохталди.

иран нөвәттә дуч кәлгән шараитниң 1980 – 1988 – йиллиридики иран – ирақ урушидин йахширақ йаки йаманрақ әмәсликини билдүргән руһани, «уруш мәзгилидә импорт, експорт, нефит сетиши вә белиқчилиқ саһәлиридә мәсилимиз йоқ иди. ембарголар пәқәт қорал сетивелиш биләнла мунасивәтлик иди» деди.

у, америка қошма иштатлириниң иранға йүргүзүватқан ембаргосиниң күчлүк тәсир пәйда қилғанлиқини билдүрүп, бундақ әһвалда барлиқ органларниң бирликтә һәрикәт қилишини тәләп қилди. у, «дүшмәнләрниң иранға қаратқан сийасий вә иқтисадий бесимлири инқилаб тарихида мислий көрүлмигән бир уруштур. дүшмәнниң банкичилик саһәсигә қойған чәклимилири нефит, нефитхимийә, полат вә йеза – игилик мәһсулатлириниң сетилишиму тәсир көрсәтмәктә» дегәнләрни қәйт қилди.

пирезидент руһани, хәлқниң сақлиниватқан иқтисадий мәсилилири барлиқини, бирақ, мәсилиниң пәқәт иқтисадийла әмәсликини вә мәсилиниң әтраплиқ муһакимә қилиниши керәкликини тәкитләп, дөләттики сақлиниватқан мәсилиләрниң үчүн, йиғинға иштирак қилған сийасий паалийәтчиләрдин йардәм тәләп қилди.

америка даирилири, 2018 – йили майда йадро келишимидин бир тәрәплимә һалда чекинип чиқип, иранға қайтидин ембарго йүргүзүшни башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر