алҗирийәдики намайишлар давам қилмақта

алҗирийә оқуғучилири вақитлиқ пирезидент абдулқадир бин салиһ вә нурәддин бәдәви һөкүмитиниң истепа беришини тәләп қилип, намайишлирини давамлаштурмақта.

1197117
алҗирийәдики намайишлар давам қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: алҗирийә оқуғучилири сабиқ пирезидент абдуләзиз бутефлика һакимийити вәкиллириниң вәзиписидин айрилиши вә узун муддәтлик ислаһатни тәләп қилип, пайтәхттә вә башқа вилайәтләрдә һәр һәптиниң сәйшәнбә күнлири башлиған намайишларни давамлаштурмақта.

миңларчә оқуғучи алҗирийә шәһиридә дөләт миқйасида икки айдин артуқ вақиттин буйан давамлишиватқан намайишларниң символиған айланған мәркизий почтихана мәйданиға қарап йүрүди. оқутқучилар вә башқа пуқраларму қатнашқан намайишта, вақитлиқ пирезидент абдулқадир бин салиһ вә нурәддин бәдәви һөкүмитигә қарши шоарлар товланди.

оқуғучилар, һакимийәттә мурәссә тәрәпдари, дөләтниң һазирқи вәзийитини асанлаштуридиған бир кишини тәләп қилидиғанлиқлирини билдүрүп, рамизан ейи бойичә намайишларниң давам қилидиғанлиқини әскәртти.

намайишчилар йәнә, бин салиһниң йеңи пирезидентлиқ сайлими үчүн елан қилған 4-ийул күнини қобул қилмайдиғанлиқлирини тәкитлиди.

алҗирийәниң сатиф вә беҗайә қатарлиқ вилайәтләрдики универстет оқутқучи-оқуғучилириму намайиш өткүзди. нурғун киши қатнашқан намайишларда, бутефлика һакимийитиниң символи болған бәзи кишиләргиму наразилиқ билдүрүлди. хәвпсизлик тармақлири намайиш өткүзүлгән җайларда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини алди.

алҗирийәдә сабиқ пирезидент бутефлика тәхттин айрилди, бирақ намайишлар давам қилмақта. 20 йилдин буйан һакимийәт бешида турған бутефлика 2019 -йили 2-апрел (сәйшәнбә) күни тәхминән 1 йерим ай давамлашқан намайишлар вә армийәниң «агаһландуруши» нәтиҗисидә истепа бәргән иди.

бутефлика паләч болуп қалған вә чақлиқ орундуққа мәһкум болған йеқинқи алтә йилда, дөләтни әслидә униң иниси сәид бутефлика, һакимийәт бешидики дөләт азадлиқ фиронти, һөкүмәткә йеқин сода-санаәтчиләр гуруһи вә армийәдики бәзи кишиләрдин тәшкил тапқан гуруппиниң башқуруватқанлиқи дейиливатқан иди. алҗирийәликләр бу гуруппини «күч» дәп атайтти.

бутефлика истепа бәргәндин кейин, «күч» ниң бир парчиси вә бутефлика һакимийитиниң вәкили дәп қобул қилинған дөләтниң әң йуқири орнидики кишиләрниң һоқуқидин айрилиши тоғрисидики тәләп, алҗирийә кочилиридики кәң көләмлик намайишларда давамлиқ тилға елинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر