америка кеңәш палатаси саттерфилдниң әнқәрә баш әлчилик вәзиписини тәстиқлиди

америка пирезиденти доналд трамп әнқәрә баш әлчилик вәзиписигә намзат көрсәткән давид саттерфилд (David Satterfield), кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң тәстиқиға еришти.

1194175
америка кеңәш палатаси саттерфилдниң әнқәрә баш әлчилик вәзиписини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: давид саттерфилд кеңәш палатасиниң омумий кеңишидә елип берилған беләт ташлашта йетәрлик санға еришкән әһвалда, американиң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси болиду.

давид саттерфилд америка ташқи ишлар министирлиқиниң көзгә көрүнгән әң пешқәдәм дипломатлириниң бири һесаблиниду. у 1954-йили туғулған болуп, 1980-йиллардин тартип оттура шәрқтә нурғун охшимиған вәзипиләрни өтигән вә һазирму ташқи ишлар министирлиқида йеқин оттура шәрқ мунасивәтлири ишлириға мәсул мәслиһәтчи болуп хизмәт қилмақта.

у түркийә, русийә вә иран оттурисидики «астана мусаписи» ға, американиң көзәткүчиси сүпитидә қатнашти.

у сабиқ пирезидент барак обама дәвридә, сина йерим арилида тинчлиқни қоғдашқа мәсул «көп дөләт қораллиқ қисимлири вә көзәткүчилири» ниң баш директори болди. сабиқ пирезидент җорҗ в. буш (George W. Bush) һөкүмитиниң ташқи ишлар министири кондолиза райс (Condoleezza Rice) ниң ирақ ишлириға мәсул пешқәдәм мәслиһәтчиси болуп хизмәт қилди. американиң, ливан, сүрийә, тунис, сәуди әрәбистан әлчиханилирида охшимиған вәзипиләрни өтиди.

трамп һөкүмити 2017-йили һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин шу йили әнқәрәдә турушлуқ америка баш әлчиси болуп  хизмәт қиливатқан җон бас (John Bass) ни американиң афғанистан баш әлчиликигә вәзипигә тәйинлигән иди. шуниңдин тартип түркийәгә америка баш әлчиси тәйинләнмигән иди.

пирезидент доналд трамп давид саттерфилдниң намзатлиқини 2019-йили 16-феврал елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر