әнглийә дөләт мудапиә вәзири гавин вилйамсон хуавейға четилип вәзиписидин қалдурулди

әнглийә дөләт мудапиә вәзири гавин вилйамсонниң дөләт хәвпсизлик кеңишидә, хитайниң хуавей ширкити билән елип берилған мәхпий учришишларниң таратқуларға ашкарилиниш вәқәсини тәкшүрүш нәтиҗисидә һоқуқидин елип ташланғанлиқи билдүрүлди.

1193547
әнглийә дөләт мудапиә вәзири гавин вилйамсон хуавейға четилип вәзиписидин қалдурулди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш вәзири тиреса мей дөләт мудапиә министири гавин вилйамсонни вәзиписидин қалдурди. бу һәқтә елан қилинған байанатта, әнглийә баш вәзи тиреса мейниң дөләт мудапиә вәзири гавин вилйамсонға мәктуп әвәтип: «интайин қайғуруш ичидә сизгә толуқ ишинәлмәйдиғанлиқим хуласисигә бардим» дегәнлики билдүрүлди.

байанатта, айаллар вә баравәрлик министири пеннй мордавнтниң дөләт минисқтирлиқ вәзиписигә тәйинләнгәнлики қәйт қилинди.

өткән һәптә әнглийә таратқулирида, һөкүмәтниң 5G интернет ториниң тәрәққий қилдурулуши үчүн хуавей ширкитигә чәклик даиридә рухсәт қилишқа тәййарлиниватқанлиқи тоғрисида хәвәрләр тарқалған иди. арқидинла һөкүмәт вә истихбарат органлири бу хәвәрләрниң қандақ ашкариланғанлиқини тәкшүрүшни қарар қилған иди.

әнглийә дөләт хәвпсизлик кеңиши һәптилик йиғинини баш вәзирниң башчилиқида, һәр қайси министирлар, қораллиқ қисимлар вә истихбарат органлириниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлириниң қатнишиши астида ачиду.

һазирғичә, хуавей ширкитиниң 5G ториниң тәрәққий қилдурулуши мәсилисидә үстигә алалайдиған роли һәққидә һечқандақ рәсмий байанат елан қилинмиди, бирақ бу һәқтә ахирқи қарарниң баһар айлириниң ахирида чиқирилишиниң пилан қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر