филиппин һөкүмити билән моро исламий азадлиқ алдинқи сепи оттурисида келшим түзүлди

филиппин һөкүмити билән моро исламий азадлиқ алдинқи сепи оттурисида йеңи келишимләр имзаланди вә тунҗи қетимлиқ көрүшүш малайшийада елип берилди.

1192541
филиппин һөкүмити билән моро исламий азадлиқ алдинқи сепи оттурисида келшим түзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: филиппиндә 2019-йили йанвар вә феврал айлирида өткүзүлгән реферандумда минданавда баңсаморо аптоном райони (BARMM) қурулғандин кейин, һөкүмәт билән моро исламий азадлиқ алдинқи сепи (MİCK) оттурисида йеңи келишимләр имзаланди вә малайшийада тунҗи көрүшүшләр әмәлгә ашти.

филиппин һөкүмити һәйити билән моро исламий азадлиқ алдинқи сепиниң көрүшүшигә, малайшийа һөкүмитигә вакалитән камаруддин мустапа қатнашти.

көрүшүштин кейин елан қилинған ортақ байанатта, тәрәпләр оттурисидики музакирәләрниң мувәппәқийәтлик ахирлашқанлиқи әскәртилди вә мундақ дейилди:

«иҗра һәйәтлири баңсаморо кеңәйтилгән келишиминиң иҗра қилинишини капаләткә игә қилиш үчүн, хәлқаралиқ көзитиш һәйитиниң қайта көздин кәчүрүлгән вәзипә чүшәндүрүлүшини вә 2016-йилидин күнимизгичә имзаланған барлиқ келишимләрниң бирләштүрүлүшини имзалап тәстиқлиди.»

байанатта, моро исламий азадлиқ алдинқи сепи һәйитиниң минданавдики башқа қораллиқ гуруппиларни музакирә үстилигә олтурғузуп, тинчлиқ мусаписиға күч чиқиришни вәдә қилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта әскәртилгән келишимләрниң имзалинишиға, филиппин вә малайшийа һөкүмәт вәкиллиридин башқа, түркийә, әнглийә вә йапонийә вәкиллиридин тәшкилләнгән хәлқаралиқ көзитиш һәйити гуваһлиқ қилди.

2019-йили йанвар вә феврал айлирида өткүзүлгән реферандумдин кейин, минданавда қурулған баңсаморо аптоном райониниң баш министири һаҗи мурат ибраһим 26-феврал районлуқ һөкүмәтни өткүзүвалған иди. филиппин пирезиденти родриго роа дутерте тәрипидин баңсаморо вақитлиқ һөкүмитиниң баш министирлиқиға тәйинләнгән һаҗи мурад ибраһимниң 2022-йилиғичә давамлиқ вәзипә өтиши қарар қилинған иди.

вақитлиқ һөкүмәтниң 80 әзаси бар болуп, 41 әзаси моро исламий азадлиқ алдинқи сепидин, 39 әзаси мәркизий һөкүмәттин тәшкил тапиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر