америкада бир йәһудий ибадәтханиси һуҗумға учриди

американиң сан дийаго шәһиридики бир йәһудий ибадәтханиси һуҗумға учриди.

1191253
америкада бир йәһудий ибадәтханиси һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң сан дийаго шәһиридә йәһудийларниң «хемирсиз байрими»тәбриклиниватқан әснада бир йәһудий ибадәтханиси һуҗумға учрап 1 киши өлүп 3 киши йариланди.

сан дийаго шәһәр башлиқи стев вус, түнүгүн әтигән бир йәһудий ибадәтханисиниң һуҗумға учрап  19 йашлиқ бир қизниң өлгәнликини билдүрди.

шәһәр башлиқи һуҗумда йәнә 1 дини өлима, 1 әр вә 1айал болуп җәмий үч кишиниң йариланғанлиқини ейтти.

вәқә үстидә тәкшүрүш хизмәтлири елип берилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر