йеңи зеландийәдә җамәләрниң бихәтәрлики үчүн тәдбир қоллинилиду

йеңи зеландийәдә җамәләрдә рамизан ейида җамаәтниң аманлиқини қоғдаш үчүн тәдбир қоллинилиду.

1191047
йеңи зеландийәдә җамәләрниң бихәтәрлики үчүн тәдбир қоллинилиду

түркийә авази радийоси хәвири: йеңи зеландийә ислам  җәмийәтлири федератсийәсиниң башлиқи мустафа фаруқ, рамизан ейида җамаәтниң хатирҗәм таәт - ибадәт қилиши үчүн җамәләрдә бирқатар тәдбирләрниң елинидиғанлиқини, бу тәдбирләр даирисидә аммиви иптар пирограммилириниң бикар қилинғанлиқини, бу һәқтә сақчи тәрәпму йардәм қилидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, җамәләрдә охшимиған динларға етиқад қилидиған йеңи зеландийәлиләргә ислам динини тәблиғ қилиш паалийәтлириниң ийун ейиға кечиктүрүлгәнликини қәйт қилди.

у йәнә, тәхминән 10 җамәдә мушу һәптиниң ахирлири өткүзүлүши пиланланған паалийәтләрниму бикар қилишқа мәҗбур болғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.

йеңи зеландийәниң чөрсчуч шәһиридики нур вә линвод җамәлиригә 15 – март күни қилинған террорлуқ һуҗумлирида, айаллар вә балилиниму өз ичигә алған 50 киши һайатидин айрилған, 50 киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر