б д т хәлқара җәмийәтни аракан мусулманлириға йардәм беришкә чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәлқара җәмийәтни аракан мусулманлириға давамлиқ йардәм беришкә чақирди.

1191045
б д т хәлқара җәмийәтни аракан мусулманлириға йардәм беришкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар мәһкимисиниң алий комиссари филиппопо гранди билән б д т мәсуллириниң баңладешниң җәнубидики бирмидин қачқан аракан мусулманлири қеливатқан мусапирлар лагерлирини зйарәт қлишидин кейин елан қилинған байатта,  районда мусапирларға қарита хизмәт ишләш җәһәттин зор илгириләшләрниң көрүлгәнлики, бирақ болупму балилар вә айалларға нисбәтән әһвалниң йәнила җиддийлики әскәртилиш билән бир вақитта, хәлқара җәмийәтниң аракан мусулманлириға тәлим – тәрбийә, кәспий маарип вә өз  җәмийәтлиригә һәссә қошуш пурсити йаритип бериш, һәмдә көчмәнләрниң   бирмиға қайтиши үчүн бирлик вә баравәрлик асасида һәрикәт қилишқа тәййарлинишиниң зөрүрлүкини тәкитләнди.

филиппопо гранди, баңладешта 12 йаштин кичик 540 миң мусапир балидин йериминиң оқуштин мәһрум қалғанлиқини, қалған йеримиға йаритип берилгән оқуш пурситиниңму интайин чәклик икәнликини тәкитләп мундақ деди: «бу, дунйаниң әң чоң мусапирлар киризислиридин бири болушни давамлаштурмақта.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәлуматлириға қариғанда, 2017 – йили 25 – авғусттин кейин аракандики бесим вә зулумдин қечип баңладештин панаһлиқ тилигән көчмәнләрниң сани 745 миңға йетидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر