ливийәдики ички уруш кәскинләшмәктә

ливийәдики тоқунушларда өлгәнләрниң саниниң 254кә йәткәнлики билдүрүлди.

1187862
ливийәдики ички уруш кәскинләшмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: ливийәниң пайтәхти тириполи вә әтрапидики тоқунушларда өлгәнләрниң сани 254 кә йәтти.

дунйа сәһийә тәшкилати тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, ливийәниң шәрқидики қораллиқ қисимларниң қомандани генерал һалифә һафтәрниң 4-апрелда пайтәхт тириполиға һуҗум қозғиши нәтиҗисидә келип чиққан тоқунушларда һазирғичә 254 адәмниң өлүп, 1228 адәмниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

байанатта тоқунушларда йариланған 152 адәмниң дохтурханиға йатқузулғанлиқи вә бу кишиләрниң 89ниң саламәтлик әһвалиниң йахши икәнлики әскәртилди.

тәшкилат тәрипидин алдинқи күни елан қилинған байанатта, тоқунушларда җенидин айрилғанланиң саниниң 220, йариланғанларниң саниниң 1066 икәнлики билдүрүлгәниди.

ливийәниң шәрқидики һәрбий қисимниң қомандани һафтәр, пайтәхт тираполини қолға киргүзүш мәқситидә, 4-апрелда пайтәхткә һуҗум қозғайду, буниңға қарита мәмликәтлик мурәссә һөкүмитигә қарашлиқ һәрбий қисимму қайтурма һуҗумға өтиду.

2011-йилдин буйан һакимийәт киризисигә сәһнә боливатқан ливийәдә, хәлқара тәрипидин етирап қилинған мәмликәтлик мурәссә һөкүмитигә қарашлиқ һәрбий қисимлар билән генерал һа фтәргә қарашлиқ һәрбий қисимлар оттурисида тәхминән икки һәптидин буйан тоқунушлар йүз бәрмәктә.


خەتكۈچ: #ливийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر