ислам һәмкарлиқ тәшкилати аракан мусулманлириға йардәм қилди

ислам һәмкарлиқ тәшкилати баңладештики мусапирлар лагерлирида панаһлиниватқан аракан мусулманлириға инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири әвәтти.

1186628
ислам һәмкарлиқ тәшкилати аракан мусулманлириға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ислам һәмкарлиқ тәшкилати тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, ислам һәмкарлиқ тәшкилати  баңладештики мусапирлар лагерлирида қеливатқан аракан мусулманлири дуч келиватқан қийинчилиқни җиддий һәл қилиш мәқситидә инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири әвәткән. буниңдин башқа йәнә, районда «ислам һәмкарлиқ тәшкилати» исимлик бир мәктәп қурулуши башланған.

байанатта йәнә, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң палакәткә дуч кәлгән барлқ мусулман хәлқләрниң йенида икәнлики қәйт қилинған.

араканда 2012 – йили буддистлар билән мусулманлар оттурисида йүз бәргән тоқунушларда көпинчиси мусулманлардин болуп, миңларчә киши қәтл қилинған, йүзләрчә өй - макан вә иш орунлириға от қойуп берилгәниди.

аракандики чегра қаравулханилириға 2017 – йили 25- авғуст күни бирла вақитта қилинған һуҗумларни сәвәб көрсәткән бирма армийәси вә буддист милләтчиләр аммиви зораванлиқ һәрикәтлирини башлиғаниди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати 2017 – йили 25 – авғусттин кейин аракандики бесим вә зулумдин қечип баңладештин панаһлиқ тилигәнләр саниниң 745 миңға йәткәнликини билдүргәниди. хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири сүний һәмраһ көрүнүшлирини елан қилиш арқилиқ йүзләрчә йезиниң  вәйран қилинғанлиқини испатлиғаниди.

баңладеш дөләттики араканлиқ көчмәнләрниң өз йуртлириға қайтииши үчүн бирма билән түзгән келишимдин ваз кәчти. хәлқаралиқ ахбарат васитилири билән инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилатлириниң аракан райониға киришигә асасий җәһәттин чәклимә қойған бирма һөкүмити болса, аракан мусулманлириниң йуртлириға қайтишини ишқа ашуруш тоғрулуқ бәргән вәдисигә әмәл қилмиди.

игилинишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири аракан мусулманлириға қаритилған зораванлиқни «етник тазилаш һәрикити» йаки «ирқий қирғинчилиқ» дәп атайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر