макрон папа фирансисни тәклип қилди

фирансийә пирезиденти макрон католик дунйасиниң роһаний рәһбири папа фирансискус (Papa Franciscus) билән телефонда тарихий нотредәм катедрали (Notre Dame) лиға от кетиш вәқәси һәққидә сөһбәтләшкәнликини вә уни фирансийәгә тәклип қилғанлиқини ейтти.

1186261
макрон папа фирансисни тәклип қилди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезиденти макрон париждики тарихий нотредәм катедралиға кәткән отни өчүрүшкә қатнашқан пажарни хадимлирини елсий сарийида қобул қилди.

у папа фирансискус билән болған телефон сөһбити үстидә тохтилип: «уни фирансийәгә тәклип қилдим, мувапиқ вақитта келиду» деди.

у пажарни хадимлириға: «отни өчүрүш үчүн өзәңларни хәтәргә атқиниңлар үчүн тәшәккүр ейтимән. сизләрни көзитип турған фирансийәгә вә  пүткүл дунйаға үлгә болдуңлар» деди.

ватикан тарихий нотредәм катедралини «хиристийанлиқниң фирансийәдики символи» дәп қарайду. дүшәнбә күни (15-апрел) парижниң символлиридин бири болған нотредәм катедралиға от кетип, егизлики 93 метир келидиған мунарлардин бири вә өгзиси көйүп өрүлүп чүшти. от өчүрүшкә тәхминән 400 пажарни хадими қатнашти вә қаттиқ тиришчанлиқ көрситиш нәтиҗисидә шималий даң мунари билән «ана бина» қутқузувелинди.

париж тәптиш хадими ремй һейтз (Remy Heitz) нотредәм катедралиға от кетиш вәқәси үстидә тохталғанда, вәқәниң «қәстән от қойуп бериш» әмәсликини, бәлки «һадисә» дәп қараватқанлиқлирини билдүргән иди.

баш министир едвард филип көйүп кәткән мунарларниң бирини қайтидин йасаш үчүн хәлқаралиқ қурулуш мусабиқиси уйуштурулидиғанлиқини елан қилған иди.

фирансийә ички ишлар министири кристоф кастанер «ана бина» ниң асасән дегүдәк қутқузувелинғанлиқини, бирақ ичидики нурғун тарихий йадикарлиқларниң бузғунчилиққа учраш хәтириниң барлиқини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر