лондонда муһит қоғдиғучилар намайишини давам қилмақта

әнглийә пайтәхти лондонда өткүзүлгән муһит қоғдиғучиларниң «ишғал қиливелиш» намайишида тутулғанларниң сани 460 қа йәтти.

1186358
лондонда муһит қоғдиғучилар намайишини давам қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: муһит қоғдиғучиларниң сәпәрвәрлик һәрикити гурупписи (Extinction Rebellion) ниң лондонниң ават җайлирида қиливатқан «ишғал қиливелиш» намайишлири төтинчи күнигә қәдәм қойди.

әнглийә сақчилири намайишлирини бир җайда қилиш тоғрисидики агаһландурушларға қаримай, көврүк вә чоң коча еғизлирини игәлливалған намайишчиларни тутмақта. сақчи даирилириниң бу һәқтики йеңи мәлуматида, тутулған намайишчиларниң 460 қа йәткәнлики билдүрүлди.

әнглийәдә паскалйа дәм елиши бүгүн(19-апрел) башлиниду. сақчи даирилири вә айродурум мәсуллири айропилан сәпәрлири вә йолучиларға тәсир көрситиш еһтимали болған намайишларниң алдини елиш үчүн, тәййарлиқларниң қилинғанлиқини елан қилди.

муһит қоғдиғучиларниң сәпәрвәрлик һәрикити гурупписи келәр һәптә намайишларниң техиму йуқири долқунда давамлишиш мумкинликидин бешарәт бәрди. намайишчилар дүшәнбә күни (15-апрел) дин башлап лондонниң әң ават җайлирини игәлливелип, намайиш қиливатқан иди. бу җайларниң ичидә пәқәт пикадиллй сиркис (Piccadilly Circus) намайишчиларниң игәлливелишидин қутқузувелинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر