йавропа иттипақи хитайдин җаза лагерини тақивитишни тәләп қилди

дунйадики нурғун дөләтләрниң һөкүмәтлири, хәлқаралиқ тәшкилатлар һәмдә иҗтимаий тәшкилатлар, хитайниң уйғур түрклиригә йүргүзүватқан сийасәтлиригә наразилиқ билдүрмәктә.

1186114
йавропа иттипақи хитайдин җаза лагерини тақивитишни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа парламенти хитай һөкүмитини уйғур, қазақ вә тибәт қатарлиқ милләтләрниң халиғанчә тутқун қилинишиға охшаш қилмишларға хатимә беришкә вә барлиқ җаза лагерлирини тақиветишкә чақирди.

фирансийәниң страсбург шәһиридә йиғин чақирған йавропа парламенти, хитай һөкүмитиниң һечқандақ әйибләш, сотлаш вә қамаққа һөкүм қилиш қатарлиқ қануний рәсмийәтләр болмиған әһвал астида, уйғур, қазақ вә тибәт қатарлиқ милләтләрни кәң көләмлик тутқун қилишқа хатимә беришини мәзмун қилған қарарнамини 18гә қарши 505 аваз билән мақуллиди.

47 парламент әзаси мәзкур қарарнамиға аваз бериш һоқуқидин ваз кәчти.

қарарнамидә, хитайдики уйғур, қазақ вә тибәт қатарлиқ милләтләргә қилиниватқан бесимдин күчлүк әндишә қилиниватқанлиқи алаһидә әскәртилди.

уйғур, қазақ вә тибәт қатарлиқ милләтләрниң әһвалиниң күндин күнгә йаманлишип меңиватқанлиқи вә уларниң асаслиқ һәқ-һоқуқлириниң зор дәриҗидә чәкләнгәнлики алаһидә әскәртилгән қарарнамидә, уйғур елидики җаза лагерлириниң хитайниң башқа районлиридиму қурулидиғанлиқиға даир мәлуматларниң барлиқи билдүрүлүп, хитай һөкүмитидин барлиқ җаза лагерлирини тақиветиш тәләп қилинди.

йавропа иттипақи ийул ейида хитай һөкүмити билән беҗиңда өткүзүлгән кишилик һоқуқ дийалоги йиғинидин кейин, кишилик һоқуқ қоғдиғучилири, диний етиқади сәвәблик зулумға учраватқан кишиләр вә пикир әркинлики һәмдә әң әқәллий кишилик һоқуққа хилап һалда түрмигә соланған тибәтләр вә уйғурларниң қойуп берилишини тәләп қилған иди.

америка конгрәсидә музакирә қилиниватқан қанун тәклип лайиһәсидиму, 1 милйондин артуқ уйғур түрки учраватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири сәвәблик америка һөкүмитиниң хитайға ембарго йүргүзүши тәләп қилинди.

хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә көп сандики хәлқаралиқ аммиви тәшкилатлар еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә дуч келиватқан кәм дегәндә 1 милйон әтрапида уйғур түркиниң әһвали һәққидә йиғин чақирилиши, районға көзәткүчи һәйәт әвәтилиши вә һәқиқий әһвални ениқлап чиқиши үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишигә чақриқта болди.

хитай хәлқара җәмийәттә «җаза лагерлири» дәп аталған җайларниң «кәспий тәлим-тәрбийә мәркизи» икәнликини вә бу җайларда тутулуватқан кишиләрни «әсәбий пикирләрдин қутқузуп, җәмийәткә йарамлиқ адәм қилип тәрбийәләш» ни нишан қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатлар «җаза лагерлири» ниң ечиветилишигә алақидар чақириқлирини тәкрарлаватқан бир пәйттә, хитай һазирғичә өзи бәлгиләп бәргән «җаза лагерлири» дин бирқанчисини аз сандики чәт әллик дипломатлар вә ахбарат васитилириниң қисмән зийарәт қилишиға рухсәт қилди.

хитай даирилири бирләшкән дөләтләр тәшкилати даирилириниң биваситә мәлуматқа еришиш мәқситидә, районда әркин тәкшүрүш елип бериш тәлипини рәт қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر