хитай америкиниң латин америкиси сийаситини әйиблиди

хитай, америка қошма иштатлирини латин америкисиға «арқа бағчиси» дәк муамилә қилиш билән әйиблиди.

1183780
хитай америкиниң латин америкиси сийаситини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси лу каң, америка ташқи ишлар министири майк помпейониң хитайниң венезуеладики роли тоғрисидики әйибләшлиригә җаваб қайтурди.

лу каң, помпейониң әйибләшлириниң «асассиз» икәнликини вә хитай билән латин америкиси дөләтлирини мунасивәтлирини бузушни нишан қилғанлиқини әскәртти.

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси йәнә, америкини «һәрдаим башқа дөләтләрниң сийасий күчигә тәһдит селиш, һәтта ағдуруп ташлаш үчүн латин америкисиға арқа бағчисдәкла муамилә қилиш» билән әйиблиди.

америка ташқи ишлар министири майк помпейо өткән һәптә хитайниң венезуела пирезиденти неколас мадуро һөкүмитигә маддий йардәм беришиниң дөләттики киризисниң узирап кетишигә йардәм қилиш болидиғанлиқини илгири сүргәниди.

 

венезуеладики сийасий киризис

 

көп санлиқи өктичиләрниң қолидики венезуела миллий мәҗлисниң башлиқи хуән гуайдо, өктичиләрниң йиғилишида өзини «мувәққәт пирезидент» дәп елан қилған вә башта америка қошма иштатлири болуп австралийә, канада, коломбийә, перу, еквадор, парагвай, биразилийә, чили, панама, аргентина, коста рика вә гиватемалаға охшаш дөләтләр тәрипидин етирап қилинғаниди, арқидин йавропа парламентиму бу йөнилиштә қәдәм ташлиғаниди.

түркийә, мексика, русийә, куба, хитай вә боливийә болса, венезуела пирезиденти неколас мадуро һөкүмитини қоллайдиғанлиқини билдүргән, мадурому өзгиришләрдин кейин америка қошма иштатлири билән дипломатик вә сийасий мунасивәтләрни үзүп ташлиғанлиқини, бирақ сода мунасивәтлириниң давамлишидиғанлиқини уқтурғаниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر