ирандики кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң сани барғанчә көпәймәктә

иранниң 25 вилайитидә мәйданға кәлгән кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң сани 76гә йәтти.

1182912
ирандики кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң сани барғанчә көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: иран қанун тебабәтчилики тәтқиқат идариси башлиқи әһмәд сучай, 25 вилайәттә мәйданға кәлгән шиддәтлик һөл-йеғин түпәйли келип чиққан кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң саниниң 76гә йәткәнликини уқтурди.

сучай иран дөләт телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилғанда, иранда мәйданға кәлгән кәлкүн апити түпәйли фарс вилайитидә 23, лористанда 14, гүлистанда8, мазәндәран, һәмәдан вә һузистан қатарлиқ вилайәтләрдә 5, шималий хорасан вә когилуйә буйәр әһмәд вилайитидә үч, иламда 2, хорасани рәзәви, симан, кирманшаһ, кум исфаһан, казвин вә зәнҗан вилайәтлиридә бирдин болуп җәмий 76  кишиниң қаза қилғанлиқини ейтти.

иранниң 25 вилайитидә 17-марттин буйан давамлишиватқан шиддәтлик-һөл йеғин түпәйли мәйданға кәлгән кәлкүн апити еғир зийанларни кәлтүрүп чиқарди.

ирандики апәткә учриғучиларға йардәм қилиш үчүн һәрикәткә өткән түрк қизилай җәмийити, иран қизилай җәмийити билән һәмкарлишип апәт районлириға 5 йүк машинисида йардәм буйумлири әвәтти.


خەتكۈچ: #иран , #кәлкүн

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر