ким җоңунниң өгәй акисиға суйиқәст қилғучи гумандар қойуп берилидиған болди

малайшийа мәтбуатлириниң билдүришичә, ким җоңунниң өгәй акисиға суйиқәст қилғучи гумандар доан ти хуң 3 – майда қойуп берилидикән.

1182666
ким җоңунниң өгәй акисиға суйиқәст қилғучи гумандар қойуп берилидиған болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә рәһбири ким җоңунниң өгәй акиси ким җоңнамниң 2017йили малайшийада суйиқсәт билән өлтүрүлгәнликигә алақидар сотқа тартилған вийетнамлиқ гумандар доан ти хуң май ейида қойуп берилидиған болди.

малайшийа мәтбуатлириниң зийаритини қобул қилған доан ти хуңниң адвокати гумандарниң балдуррақ қойуп берилишини күтүватқанлиқини билдүрүп, «түрмә мәсуллириниң бизгә йәткүзгән мәлуматлириға асасланғанда 3майда откүзүлидиған сотта доан ти хуң қойуп берилмәкчи» деди.

бу делоға мәсул мупәттишләр 1априлда вийетнамлиқ гумандар хоңниң қисқа вақит ичидә қойуп берилишини ишқа ашуруш үчүн гумандарни җинайәт билән әмәс, бәлки техиму йеникрәк қилип, «хәтәрлик қорал билән адәм йаридар қилишқа урунуш» дәп әйибилгән иди.

бу ахириқи қетимқи әйибләштин кейин гумандар доан ти хуңниң пат арида қойуп берилидиғанлиқи билдүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر