пакистанда партлаш вәқәси йүз бәрди

пакистанниң куетта шәһиридә бир очуқ базарда партлаш вәқәси йүз бәрди.

1181788
пакистанда партлаш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң куетта шәһиридә бир очуқ базарда йүз бәргән партлаш вәқәсидә, дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, 8 адәм җенидин айрилған, көп санда адәм йариланған.

пакистанда чиқидиған «давн» гезитиниң хәвәр қилишичә, сақчи әмәлдари абдурраззақ чема, һазар гунҗи районидики бир базарда мәйданға кәлгән партлашта кәм дегәндә 8 адәм җенидин айрилғанлиқини билдүргән.

мәзкур бомбилиқ һуҗумниң шиә һазараларни зәрбә обйекти қилғанлиқини тилға алған чема, йариланған көп санда адәмниң йеқин әтраптики дохтурханиларда балнистқа елинғанлиқини әскәрткән.

игилинишичә, сақчилар, өлгәнләр саниниң ешип кетишидин әндишә қилмақта икән.

мәһәллий таратқулар, партлашта өлгән вә йариланғанларниң көп санлиқиниң базардики содигәрләр икәнликини хәвәр қилди.

һазирғичә һечқандақ бир тәрәп һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر