ирақ русийә билән болған мунасивәтлириниң даирисини кеңәйтишни халайдиғанлиқини билдүрди

ирақ баш министири адил абдулмәһди, русийә билән иқтисадий мунасивәтләрниң даирисиниң кеңәйтлишини тәләп қилди.

1181554
ирақ русийә билән болған мунасивәтлириниң даирисини кеңәйтишни халайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ баш министирлиқ мәһкимиси учур – алақә ишлири ишханиси байанат берип, адил абдулмәһдиниң дөләт ишлири зийаритидә болуватқан русийәдә пирезидент виладимир путинниң оттура шәрқ ишлири вәкили вә муавин ташқи ишлар министири михаил богданов билән көрүшкәнликини билдүрди.

абдулмәһди учришишта, русийә билән болған мунасивәтләрниң даирисиниң кеңәйтилиши, енергийә, нефит, тәбиий газ лайиһәлириниң оттуриға қойулуши вә иқтисадий һәмкарлиқниң күчәйтилиши тоғрисидики тәләплирини оттуриға қойған.

богдановму русийә даирилириниң ирақ билән сийасий, иқтисадий вә әскирий саһәләр билән бирликтә енергийә, нефит вә тәбиий газ лайиһәлирини оттуриға қойушқа қизиқидиғанлиқини билдүргән.

байанатта, ишқа ашурулуши пиланлиниватқан ортақ лайиһәләр тоғрисида мәлумат берилмиди.


خەتكۈچ: #ирақ , #русийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر