һиндонезийәдә йүз бәргән су апити еғир талапәт йәткүзди

һиндонезийәниң ғәрбий җава өлкисидә мушу һәптиниң башлирида йүз бәргән су апитидә 24 миң 813 киши талапәткә учриди.

1181178
һиндонезийәдә йүз бәргән су апити еғир талапәт йәткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң байанатчиси сутопо пурво нугроһо, су апитидә еғир талапәткә учриған җава өлкисигә қарашлиқ бандуң шәһири вә әтрапидики районлардин 700 кишиниң бихәтәр җайларға орунлаштурулғанлиқини, пүткүл апәт районида 24 миң 813 кишиниң талапәткә, 8 миң 271 қурулушниң зийанға учриғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, 22 – апрелғичә җиддий һаләт елан қилинған районда, апәткә учриғанларға йардәм бериш паалийәтлириниң давамлишиватқанлиқини тәкитлиди.

һиндонезийәниң папуа өлкисидә алдинқи айда йүз бәргән су  апитидә 100 дин артуқ киши қаза қилғаниди.

игилинишичә, тиропик бәлвағ иқлимиға киридиған вә пәсиллик йамғур миқдари көп болған һиндонезийәдә йилбойи су вә йәр көчүш апәтлири йүз берип туридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر