абдул мөмин: аракан мусулманлири үчүн бихәтәр район қурулушиға америка йардәм қилсун

баңладеш бирмадики зулум вә бесимлардин қечип панаһлиниватқан аракан мусулманлири үчүн бихәтәр район қуруп чиқиш үчүн америкидин йардәм тәләп қилди.

1180733
абдул мөмин: аракан мусулманлири үчүн бихәтәр район қурулушиға америка йардәм қилсун

 

түркийә авази радийоси хәвири: баңладеш ташқи ишлар министири абдул мөмин алдинқи күни вашингитонда америка ташқи ишлар министири майк помпео билән көрүшти.

абдул мөмин майк помпео билән өткүзгән учришишида, баңладешниң араканлиқ панаһланғучилар үчүн өз имканийитигә тайинип «башан чар арили» ни йашиғили болидиған бир җайға өзгәрткәнликини, дәсләпки басқучта б д т вә башқа йардәм органлириниң маслишиши билән 100 миң араканлиқ мусулманни орунлаштурушни пиланлиғанлиқини ейтти.

абдул мөмин америка һөкүмитиниң араканлиқ мусулманлар үчүн бихәтәр район қурулуши вә бу панаһланғучиларниң бирмаға қайтишиниң ишқа ашурулиши үчүн хәлқаралиқ бесим ишлитиш җәһәттә йардәм қилиши керәкликини тәләп қилди.

америка ташқи ишлар министири помпеому мәҗбур йүтлиридин қоғлап чиқирилған 1 милйондин артуқ бирма пуқралириниң зулумға учраштин әнсиримәй бирмаға қайталайдиған муһит йаритилиши керәкликини ейтти. 

помпео бирма һөкүмити вә армийәсиниң араканлиқ мусулманларниң йүртлириға қайталиши үчүн өзлирини бихәтәр һес қилалайдиған шараит йаритиш мәсулийити барлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر