судандики намайишларда адәм өлүш әһвали йүз бәрди
суданда дөләт хәвпсизлик күчлириниң пайтәхт хартумдики армийә қоманданлиқ иштабиниң алдида өткүзүлгән намайишларға мудахилә қилиши нәтиҗисидә 2 киши һайатидин айрилди.
1180112
түркийә авази радийоси хәвири: өктичи судан мәркизи дохтурлар комитети тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, дөләт хәвпсизлик күчлириниң пайтәхт хартумдики армийә қоманданлиқ иштабиниң алдида өткүзүлгән намайишларға мудахилә қилиши нәтиҗисидә 2 киши һайатидин айрилған, намайишчилар вә әскәрләрдин нурғун киши йариланған болуп, йаридарлардин бәзилириниң әһвали еғир икән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
афғанистанда кәлкүн апитидә 14 адәм қаза қилди
афғанистандики кәлкүн апитидә йеқинқи 3 күн ичидә охшимиған вилайәтләрдә 14 адәм һайатидин айрилди.
путин әтә қәсәм берип, йеңи вәзипә өтәш муддитини башлайду
русийә пирезиденти владимир путин әтә (7- майда) қәсәм берип, йеңи вәзипә өтәш муддитини башлайду.