нигерийәдә адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

нигерийәниң шәрқий шималида йүз бәргән адәм бомба һуҗумида бәш киши җенидин айрилип, 46 киши йариланди.

1178891
нигерийәдә адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә дөләтлик җиддий ишларни башқуруш агентлиқиниң борнодики байанатчиси абдулқадир ибраһим, муна гараҗ районида йүз бәргән адәм бомба һуҗумида бәш кишиниң җенидин айрилип, 46 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

у йаридарларниң давалаш астиға елинғанлиқини, җенидин айрилғанлар санида ешиш көрүлүшидин әндишә қилиниватқанлиқини әскәртти.

һуҗумға, һазирчә һечқандақ киши йаки тәшкилат җавабкар болидиғанлиқини елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر