макрон 7-апрел күнини «риванда ирқий қирғинчилиқ күни» елан қилғуси барлиқини ейтти

фирансийә пирезиденти еммануел макрон 7-апрел күнини «риванда ирқий қирғинчилиқ күни»елан қилишни халайдиғанлиқини билдүрди.

1178566
макрон 7-апрел күнини «риванда ирқий қирғинчилиқ күни» елан қилғуси барлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезиденти еммануел макрон, 7-апрел күнини «риванда ирқий қирғинчилиқ күни» елан қилғуси барлиқини ейтти.

елейсе сарийи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, макронниң ривандадики тутсиләргә қилинған ирқий қирғинчилиқниң 25-йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә макронниң 7-апрел күнини «риванда ирқий қирғинчилиқ күни»елан қилғуси барлиқиму әскәртилди.

фирансийә пирезиденти макрон, фирансийәниң риванда ирқий қирғинчилиқидики ролини тәкшүрүп чиқиш үчүн 1990-йилдин 1994-йилғичә болған арилиқтики барлиқ фирансийә архиплириниң тәтқиқатчи вә тарихчилар тәрипидин қурулған  комитет тәрипидин тәкшүрүлидиғанлиқини билдүрди.

ривандада 1994-йили һутулар әйни дәврдики пирезидент җувенал һабйаримананиң айропиланиниң чүшүп кетишигә сәвәб болғанлиқи илгири сүрүлгән тутсиләргә ирқий қирғинчлиқ елип бариду.

ривандада 100 күн давамлашқан бу қәтлиамда 800миңдин артуқ тутси өлүп кетиду.

фирансийә һөкүмити ирқий қирғинчлиқ қилмишини садир қилған һуту һөкүмитини узун йил қоллап кәлгәнлики үчүн, хәлқара вә дөләт ичидә тәнқид қилинип кәлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر