баңладеш сақчилири 115 араканлиқниң малайшийаға кетишини тусуп қалди

баңладешта сақчилар бирма чеграси әтрапидики бир панаһланғучилар лагеридин кемиләр арқилиқ малайшийаға кәтмәкчи болған 115 нәпәр араканлиқ панаһланғучиларни тусуп қалди.

1178176
баңладеш сақчилири 115 араканлиқниң малайшийаға кетишини тусуп қалди

 

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик сақчи идариси тәрипидин елан қилинған байанатта, баңладешниң җәнубидики кутупалоң панаһланғучилар лагеридин 115 нәпәр араканлиқ панаһланғучиниң деңиз йоли арқилиқ малайшийаға кетишкә орунушини тосуп қалғанлиқи билдүрүлди.

тосуп қилинған араканлиқлардин 39 кишиниң айал вә 26 синиң кичик бала икәнлики билдүрүлди.

панаһланғучиларни лагерға тапшуруп бәргән сақчи әтрити адәм әткәсчилирини издәп тутуш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

араканлиқ панаһланғучиларниң малайшийаға бериш үчүн адәм әткәсчилиригә пул төлигәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر