путин москвада нетанйаһу билән көрүшкән

русийә пирезиденти владимир путин исираилийә баш министири нетанйаһу билән москвада көрүшти.

1177356
путин москвада нетанйаһу билән көрүшкән

түркийә авази радийоси хәвири: русийә кремил сарийи елан қилған байанатқа асасланғанда, путин-нетанйаһу көрүшүшидә, ташқи ишлар министири сергей лавров, муавин баш министир максим акимов, кремил сарийиниң ташқи сийасәт мәслиһәтчиси йури ушаков, русийә армийәси иштаб башлиқи волерий герасимов һәмраһ болған.

исираилийә тәрәптин, дөләт хәвпсизлик кеңишиниң рәиси меир бен шаббат вә моссадниң (истихбарат идариси) башлиқи йосси коһен көрүшүшкә қатнашқан.

пирезидент путин русийә армийәсиниң издәш-қутқузуш хизмәтлиридә бундин 37 йил бурун ливандики «султан йақуп» туралғусида уруш җәрйанида йоқап кәткән бир исираилийә әскириниң җәситиниң тепилғанлиқини вә исираилийәгә бүгүн (4-апрел) тапшуруп берилгәнликини ейтти.

исираилийә баш министири нетанйаһу русийә армийәсиниң бу мәсилидики йардими үчүн тәшәккүр ейтти.

америка голан егизликидә исираилийәниң игилик һоқуқи барлиқини етирап қилғандин кейин, исираилийә баш министири нетанйаһуниң русийә пирезиденти владимир путинға, сүрийә киризисиға мунасивәтлик һәл қилиш пилани сунғанлиқи илгири сүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر