морган ортагус америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчилиқиға тәйинләнди

америка ташқи ишлар министири майк помпейо, сабиқ телевизийә диктори 37 йашлиқ морган ортагусниң министирлиқниң йеңи байанатчиси болғанлиқини уқтурди.

1177180
морган ортагус америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчилиқиға тәйинләнди

түркийә авази радийоси хәвири: министир майк помпейо иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, ортагусниң министирлиқниң б байанатчиси болғанлиқини елан қилди.

майк помпейо байанатида, «йеңи министирлиқ байанатчимиз морган ортагусқа хуш кәлдиң дейиштин хушаллиқ һес қилмақтимән. америка қошма иштатлириниң ташқи сийаситини һимайә қилиш вә бу саһәдики алақилиримиз үчүн қиливатқан күрүшкә у рәһбәрлик қилиду» дегән ибариләргә орун бәрди.

помпейо байанат берип узун өтмәйла, америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси ишлитидиған «statedeptspox» исимлик тивиттер адресиға ортагусниң фото – сүрити вә  униңға алақидар учурлар илавә қилинди.

тунҗи тивиттер учурида помпийоға рәһмәт ейтқан ортагус, бурунқи министирлиқ байанатчиси һеитер науертқа охшаш консерватип вә америка пирезиденти доналд трампқа йеқинлиқи билән тонулған фокс хәвәрләр қанилидин министирлиққа кәлгән кишиләрни бири болди.

ортагус, дөләт хәвпсизлик анализчиси сүпитидә сөз қилидиған фокс хәвәрләр қанилидин өткән һәптә айрилғаниди.

алдинқи байанатчиси һеитер науерт, америка қошма иштатлириниң б д т да турушлуқ даимий вәкилликиәә намзат көрситилгәнлики үчүн министирлиқтики вәзипсидин айрилған, арқидин аилисидики ишлирини сәвәб көрситип б д т дики тәклип қилинған вәзипидинму чекингәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر