генерал достум һуҗумға учриди

афғанистанда биринчи қол афғанистан муавин пирезиденти генерал рәшид достум һуҗумға учриди.

1173758
генерал достум һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: биринчи қол афғанистан муавин пирезиденти генерал рәшид достум һуҗумға учриди.

достумниң һуҗумда йариланмиғанлиқи билдүрүлди.

рәшид достум шибирганда мухбирларниң соаллириға җаваб берип, мәзари шәриф шәһиридин шибирганға муһапизәтчилири билән кетиватқанда, райондики талбиан қораллиқ күчлириниң һуҗумиға учриғанлиқини билдүрди. һуҗумда бир муһапизәтчисиниң җенидин айрилғанлиқини ейтқан достум, 2 муһапизәтчисиниң йариланғанлиқини вә өзиниң йариланмиғанлиқини билдүрди.

талбиан байанатчиси забиһулла муҗаһит бу қетимқи һуҗумда достумниң 4 муһапизәтчисиниң өлтүрүлгәнликини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر