америкиниң голан төпиликлири қарари хәвпсизлик кеңишиниң бирму әзасиниң қоллишиға еришәлмиди

голан төпиликлири мәсилисидә бир тәрәплимә қарарнамә чиқарған америка қошма иштатлири, б д т  хәвпсизлик кеңишидә бир дөләтниң қоллишиға еришәлмиди.

1172123
америкиниң голан төпиликлири қарари хәвпсизлик кеңишиниң бирму әзасиниң қоллишиға еришәлмиди

түркийә авази радийоси хәвири: голан төпиликлири мәсилисидә бир тәрәплимә қарарнамә чиқарған америка қошма иштатлири, б д т  хәвпсизлик кеңишидә бир дөләтниң қоллишиға еришәлмиди؛ кеңәшниң башқа 14 әзаси ишғал астидики районниң исраилийә земини әмәслики тоғрисида бирлик һасил қилди.

б д т  хәвпсизлик кеңиши, америка пирезиденти доналд трампниң, исраилийәниң голан төпиликлиридики игилик һоқуқини етирап қелишидин кейин сүрийәниң тәлипигә асасән җиддий йиғин чақирди.

америкиниң б д т да турушлуқ вәкиллики сийасий кординатори родней һантер кеңәштә сөз қилип, «голан төпиликлириниң сүрийә түзүми вә иран тәрипидин контрол қилинишиға рухсәт қилинған тәқдирдә, һакимийәт, иран вә һизбуллаһниң исраилийә қилған һуҗумлириға көз йумулған болидиғанлиқи» ни илгири сүрди.

у, «бу қарар, исраилийәниң бихәтәрлики нуқтисидин һәл қилғуч истратегийәлик әһмийәткә игә вә америка буниң районниң муқимлиқиға һәссә қошидиғанлиқиға ишиниду» деди.

родней һантер йәнә, америкиниң голан қарариниң сүрийә – исраилийә уруш линийәсидики б д т уруш тохтитишни көзәткүчи күчләргә тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини әскәртип, тинчлиқ сақлиғучи қисимларниң районда турушни давамлаштуруши лазимлиқини ейтти.

лекин америка қошма иштатлири бир тәрәплимә һалда чиқарған бу қарарини ақлап көргән болсиму, б д т  хәвпсизлик кеңишидә қоллашқа еришәлмиди. кеңәшниң башқа 14 әзаси ишғал астидики районниң исраилийә земини әмәслики тоғрисида бирлик һасил қилди.

русийәниң б д т  да турушлуқ даимий вәкили йардәмчиси виладимир сафронков халиғанчә чиқирилған вә дунйа түзүмигә қарши бу қарарниң мәғлубийәткә учрашқа мәһкум икәнликини әскәртип, «америка қошма иштатлириниң сәвәбиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, бир тәрәплимә һалда чиқарған бу қарари, хәлқаралиқ һечбир қануний күчкә игә қарарни өзгәртәлмәйду» деди.

кеңәшниң йавропа иттипақи әзаси әзалириму, америкиниң голан төпиликлири тоғрисидики қарариниң хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға зит икәнлики қаришини оттуриға қойди.

даимий әзалардин фирансийә вә әнглийә билән бирликтә мувәққәт әзалардин белгийә, германийә вә полша қатарлиқлар хәвпсизлик кеңишиниң 242, 338 вә 497 – номурлуқ қарарлириға ишарәт қилған һалда, голан төпиликлириниң исраилийә земини әмәсликини билдүрди.

сүрийә һакимийитиниң б д т да турушлуқ даимий вәкили бәшшар җәфәри болса, америка қошма иштатлири билән исраилийәни қаттиқ әйиблиди.

б д т  хәвпсизлик кеңишиниң, исраилийәниң 1981 – йили голан төпиликлирини өзигә қошувалғанлиқини җакарлишидин кейин чиқарған 497 – номурлуқ тунҗи һөҗҗити, исраилийә ишғалиға қарши позитсийәни мәзмун қилидиған болуп, униңда «исраилийәниң ишғали астидики голан төпиликлиридә өз қанунлирини, әдлийәсини вә башқуруш органлирини тәсис қилиши инавәтсиздур вә хәлқарада қанунийлиқи йоқтур» дегән ибариләргә орун берилгән.

исраилийә, сүрийә земини болған голан төпиликлирини 1967 – йилидин буйан ишғали астида тутуп турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر