мисир: голан төпиликлири әрәбләрниң земинидур

мисир ташқи ишлар министири сәмиһ шукри, голан төпиликлириниң әрәб земини икәнликини ейтти.

1171843
мисир: голан төпиликлири әрәбләрниң земинидур

түркийә авази радийоси хәвири: мисир ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, сәмиһ шукриниң америкилиқ мәнсәпдеши майк помпейо билән америка ташқи ишлар министирлиқида өткүзгән учришишида, дөлитиниң голан төпиликлиригә алақидар тәврәнмәс позитсийәсини оттуриға қойуп, «голан төпиликлири хәлқара қанунлардиму көрситип өтүлгинидәк, әрәб земинидур» дегәнлики билдүрүлди.

байанатта, мәзкур учришишта пәләстин мәсилиси билән сүрийә, йәмән вә ливийә киризисиға охшаш район вә хәлқаралиқ мәсилиләрниңму муһакимә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

америка пирезиденти доналд трамп алдинқи күни «америкиниң, исраилийәниң голан төпиликлиридики игилик һоқуқини рәсмий етирап қилғанлиқи»ни мәзмун қилған пирезидентлиқ қарарнамәсини имзалиғаниди. америкиниң бу қарарини әрәб әллири иттипақи әйиблигән, башқа әрәб дөләтлириму наразилиқ билдүргәниди.

голан төпиликлирини 1967 – йилидики әрәб – исраилийә уруши әснасида ишғал қиливалған исраилийә, 1981 – йили районни өзигә қошувалғанлиқини елан қилғаниди.


خەتكۈچ: #мисир , #голан

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر