хәвпсизлик кеңишиниң йавропалиқ әзалири голан төпилики тоғрисида байанат елан қилди

б д т хәвпсизлик кеңишидики йавропа иттипақиға әза бәш дөләт, голан төпиликлириниң исраилийәниң земини әмәслики вә районниң күч ишлитиш йоли билән қошувелинишиниң хәлқара қанунға хилап икәнликини билдүрди.

1171834
хәвпсизлик кеңишиниң йавропалиқ әзалири голан төпилики тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т  хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзалиридин фирансийә билән әнглийә, мувәққәт әзалардин белгийә, германийә вә полша؛ америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң, исраилийәниң голан төпиликлиридики игилик һоқуқини етирап қилишидин кейин қошма байанат елан қилди.

исраилийәниң голан төпиликлири қатарлиқ 1967 – йилидин кейин бесивалған земинлардики игилик һоқуқиниң етирап қилинмайдиғанлиқи билдүрүлгән байанатта, бу земинларниң исраилийәгә тәвә әмәслики тилға елип өтүлди.

байанатта, «районниң күч ишлитиш йоли билән қошувелиниши хәлқара қанунға зиттур. бир тәрәплимә һалда чегра өзгиришини елан қилиш хәлқара түзүмгә вә б д т келишимлиригә хилаптур» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә, исраилийәниң голан төпиликлирини қанунсиз шәкилдә өзигә қошувелишиниң район характерлик еғир мәсилиләрни пәйда қилидиғанлиқи әндишиси оттуриға қойулди.

б д т  хәвпсизлик кеңишиниң 1981 – йили, исраилийәниң голан төпиликлирини қошувелишидин кейин чиқарған 497 – номурлуқ тунҗи қарари, исраилийәниң ишғалиға қарши позитсийәни мәзмун қилидидиған болуп, униңда «исраилийәниң ишғали астидики голан төпиликлиридә өз қанунлирини, әдлийәсини вә башқуруш органлирини тәсис қилиши инавәтсиздур вә хәлқарада қанунийлиқи йоқтур» дегән ибариләргә орун берилгән.

исраилийә, сүрийә земини болған голан төпиликлирини 1967 – йилидин буйан ишғали астида тутуп турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر