йапонийә шәрқий хитай деңизидики һәрбий мәвҗудийитини зорайтмақта

йапонийә хитай тәһдитигә қарши дөләтниң җәнубиға җайлашқан араллардики һәрбий мәвҗудийитини зорайтмақта.

1171075
йапонийә шәрқий хитай деңизидики һәрбий мәвҗудийитини зорайтмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң «‹ Kyodo› хәвәр агентлиқи» ниң хәвәр қилишичә, йапонийә ташқи ишлар  вәзири такеши ивайа, игилик һоқуқ мәсилисидә   йапонийә билән хитай оттурисида талаш – тартишларға сәвәб болуватқан йерим араллар җайлашқан шәрқий хитай деңизи вә ғәрбий тинч окйан районидики икки аралға қуруқлуқ армийә қисми билән һәрбий парахотқа қарши башқурулидиған бомба системиси орунлаштурулғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, 2250 һәрбий хадими бар башқурулидиған бомба системисиниң йапонийәниң |«кийушу арили» ниң шәрқидин 400 километир йирақлиқтики кагошима районлуқ һөкүмәткә қарашлиқ «амами – ошима арили» ға орунлаштурулғанлиқини, 400 кишилиқ қуруқлуқ армийә қисминиң болса, окинава районлуқ һөкүмәткә қарашлиқ «мйако арили» ға орунлаштурулғанлиқини тәкитлиди.

«мийако арили» ниң җәнубидин 100 километир йирақлиқтики «ишигаки арили» ғиму башқа бир қисим орунлаштурушни пиланлаватқанлиқлирини ейтқан ивайа, мундақ дәп көрсәтти: «йапонийәниң мудапиә линийәси буниңдин кейин ғәрбий җәнуб райони болиду. бу даиридә биз бу йәрдики һәрбий қабилийитимиз вә һәрбий мәвҗудийитимизни зорайтимиз.»

мәлуматларға қариғанда, мийако вә ишигаки араллири, токйо һөкүмитиниң контироллуқидики, йапонлар «сәнкаку», хитайлар болса, «дийавйу» дәп атайдиған, икки дөләт оттурисида игилик һоқуқ мәсилисидә талаш – тартишларға сәвәб болуватқан шәрқий хитай деңизиға җайлашқан тақим араллири әтрапиға җайлашқан. хитай һәрбий парахотлириниң райондики аралларниң әтрапини көзитиши икки дөләт оттурисида  пат - пат сүркилишләрни кәлтүрүп чиқармақта икән.

йапонийә һөкүмити 1 – апрелдин башлап, оттура мәзгиллик дөләт мудапиәси пирограммиси даирисидә, кәлгүси 5 йил ичидә дөләтниң җәнубидики йирақ араллардики һәрбий мәвҗудийитини зорайтишни қарарлаштурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر