нетанйаһу германийәниң мисирға деңиз асти парахоти сетип беришигә қошулған

исираилийә баш министири нетанйаһу германийәниң мисирға икки деңиз асти парахоти сетип беришигә қошулғанлиқи тоғрисида тарқалған хәвәрләрниң тоғра икәнликини билдүрди.

1169906
нетанйаһу германийәниң мисирға деңиз асти парахоти сетип беришигә қошулған

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә баш министири нетанйаһу америка зийаритидин бурун «12-исираил» қанилиниң мәхсус пирограммисиға қатнишип, германийә деңиз асти парахотлириниң мисирға сетип берилиши мәсилисини исираилийә дөләт мудапиә министирлиқидин мәхпий тутқанлиқлирини инкар қилмиди. у: «мисир һәр еһтималда җәнубий корейә йаки башқа дөләтләрдин деңиз асти парахоти сетивалатти. беннй гантз, йаир лапид болупму моше йалон вә габи ашкенази мени дөләт сирлирини ашкарилашқа мәҗбурлаватиду, улар дөләт бихәтәрликини хәтәргә иттириватиду, буни ашкарилийалмаймән» деди.

өткән һәптә исираилийәниң «13-қанал» телевизийәсидә елан қилинған бир хәвәргә асасланғанда, исираилийә дөләт мудапиә министирлиқи сийасий вә бихәтәрлик комитетиниң сабиқ министири амос гиләд, нетанйаһуниң германийәниң мисирға икки данә деңиз асти парахоти сетип беришигә қошулғанлиқини ейтқан. бу хәвәрдин кейин, исираилийәдә 2018-йили 9-апрел муддәттин бурун өткүзүлгән сайламда, ликудниң рәқиби икәнлики көрситилгән «көк-ақ» иттипақи, баш министирни тәкшүрүшни тәләп қилған.

нетанйаһуниң мисирниң германийәдин деңиз асти парахоти сетивелишиға қошулғанлиқиға мунасивәтлик хәвәрләр бурунму күнтәртипкә кәлгән, бирақ нетанйаһу буни рәт қилған иди.

мисир 2011-йили икки данә деңиз асти парахоти сетивелиш үчүн германийә билән келишим түзгән болуп, биринчиси 2016-йили, иккинчиси болса 2018-йили тапшуруп берилгән иди.

һарейтз гезитиниң хәвиридә көрситилишичә, нетанйаһу 2007-йили өктичи рәһбәр болуп туруватқанда, җийәни натһан миликовскй тәрипидин мәркизий американиң тексас иштатиға җайлашқан «сиҗифт кок» (Seadrift Coke) ширкитидин пайчек сетивалған. мәзкур ширкәт деңиз асти парахоти йасашқа ишлитидиған полат ишләпчиқиридиған болуп, кейинчә мәркизий охайо иштатиға җайлашқан графтек (GrafTech) ширкитигә сетилған. шу вақитта, графтек ширкитиниң мисирға деңиз асти парахоти сетип бәргән германийә ширкитиниң тәминлигүчиси болуши диққәт қозғиған.

баш министир нетанйаһу сиҗифт кок ширкитиниң пайчеклирини 2010-йили өктәбир ейида сатқанлиқини илгири сүриду.

әйни вақитта, сиҗифт кок ширкити исираилийә армийәси деңиз асти парахоти сетивалғанда нетанйаһу вә униңға йеқин һесаблинидиған бәзи кишиләр үстидин әрз қилған, бирақ тәптиш мәһкимиси нетанйаһуни ақлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر