мадуро ғәлибә қилғанлиқини илгири сүрди

венезуела пирезиденти николас мадуро пат йеқинда йеңи һөкүмәт кабинтини елан қилидиғанлиқини билдүрди.

1169385
мадуро ғәлибә қилғанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела пирезиденти николас мадуро, бир нәччә күн илгири вәзиписидин истепа бәргәнликини билдүргән минстирларға рәһмәт ейтиш билән биргә, пат йеқинда йеңи һөкүмәт кабинтини елан қилидиғанлиқини билдүрди.

еғир сийасий киризисни баш кәчүрүватқан венезуелада, һакимийәт бешидики венезуела бирләшмә сотсийалист партийәси пирезидент мадурони қоллаш вә терроризмға қарши туруш үчүн намайиш тәшкиллиди.

партийә йәнә өзини мувәққәт пирезидет елан қилған хуән гуайдониң баш катипи роберто маррерониң терроризмға йантайақ болуш билән әйиблинип назарәт астиға елиниши тоғрулуқму байанат елан қилди.

сабиқ парламент башлиқи вә башқа нурғун уйушмиларниң қоллишиға еришкән бу қетимқи намайиш, дөләт пирезидентлиқ сарийи мирафлоресниң алдида өткүзүлгән йиғилиштин кейин ахирлашти.

венезуелада 7-мартта мәйданға кәлгән ток тохтап кетиш вәқәси үстидә тохталған мадуро, бу вәқә түпәйли зийанға учриған аилә електр үскүнлириниң һөкүмәт тәрипидин алмаштуруп берилидиғанлиқини ейтти.

мадуро бу ишниң бивастә һөкүмәт тәрипидин елип берилидиғанлиқини вә "вәтән картучкиси"болғанларниңму буниңдин бәһриман болалайдиғанлиқини билдүрди.

николас мадуро өктичи рәһбәр хуән гуайдониң бу йил 23-йанварда өзини мувәққәт пирезидент елан қиливелиши вә өктичиләрниң америка қошма иштатлириниң коломбийәгә әвәткән йардәм буйумлирини 23-февралда венезуелаға елип киришкә урунуши қатарлиқлар үстидиму тохталди.

венезуелада йүз бәргән ишларниң кәйнидә доналд трамп вә униң қоллиғучилириниң барлиқини ейтқан мадуро: трамп вә униң йалақчилири пиланлиған сийасий өзгириш һәрикити ишқа ашмиди. биз һазир уруш ичидә туруватимиз, шуңа һечким мәйданни ташлап кәтмәйду, биз ғәлибә қилдуқ, хушалмиз, биз иттипақлиқ ичидә туруватимиз, лекин йәнила һошийар вә сәзгүр турушимиз керәк, деди.

мадуро сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди: "чавизни йақлайдиған хәлқимиз тинчлиқ, дөлитимизниң игилик һоқуқи вә демократийәниң әң чоң һамийисидур. һәрбий вә хәлқтин тәшкил тапқан иттипақлиқимиз бизни ғәлбигә ериштүрди."

николас мадуро өктичиләрниң башқа латин америка дөләтлиридин җинайәтчиләрни венезуелаға елип келип, қалаймиқанчилиқ пәйда қилишниң койида йүрүватқанлиқини илгири сүрди.

мадуро җавабкарларниң чоқум җазаландурулидиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر