иран трампниң голан төпиликлири тоғрисидики байанатини әйиблиди

иран, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң исраилийәниң голан төпиликлиридә игилик һоқуқи барлиқини етирап қилиш тоғрисидики байанатиниң ислам дөләтлиридә әндикиш пәйда қилғанлиқини әскәртти.

1168896
иран трампниң голан төпиликлири тоғрисидики байанатини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң исраилийәниң голан төпиликлиридә игилик һоқуқи барлиқини етирап қилиш тоғрисидики байанатиниң ислам дөләтлиридә әндикиш пәйда қилғанлиқини әскәртти.

муһәммәд җәвад зәриф иҗтимаий таратқулар арқилиқ учур тарқитип, трампниң «исраилийәниң голан төпиликлиридики һакимийитини етирап қилиш вақти кәлди» дегән сөзлиригә наразилиқ билдүргән һалда, «һәммимиз доналд трампниң ирқчи исраилийәгә өзигә аит болмиған бир нәрсини беришкә урунушидин тәәҗҗүпләндуқ. алдида қуддус, әмдиликтә голан» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси бәһрам қасими, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң «исраилийәниң голан төпиликлиридики игилик һоқуқини етирап қилиш» тоғрисидики сөзлирини әйибләп, «бу қарар әслидинла сәзгүр һаләттә туруватқан районда йеңи киризисләрни пәйда қилиду» деди.

бәһрам қасими ташқи ишлар министирлиқи рәсмий тор бетидә елан қилинған байанатида, «исраилийә түзүминиң әрәб вә мусулман земинлирида һәққи йоқ, дәрһал ишғал урунушлириға вә қанунсиз қилмишларға хатимә берилиши керәк» дегән ибариләргә орун берилди.

трампниң голан төпиликлири тоғрисидики сөзлирини пәқәт сүрийә земинлириғила мудахилә қилиш дәп чүшинишкә болмайдиғанлиқини әскәрткән бәһрам қасими, «бу қарар әслидинла сәзгүр һаләттә туруватқан районда йеңи киризисләрни пәйда қилиду. бу район б д т  хәвпсизлик кеңиши һөҗҗәтлиридә ишғал қилинған земинлар, дәп байан қилинмақта» деди.

у, голан төпиликлири мәсилилирини һәл қилишниң исраилийәниң райондики «ишғалиға хатимә бериштин башқа һечқандақ йоли йоқлуқи» ни тәкитләп өтти.

америка пирезиденти доналд трамп түнүгүн иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, «аридин 52 йил өткәндин кейин америка қошма иштатлириға нисбәтән, исраилийәниң голан төпиликидики игилик һоқуқини етирап қилишниң вақти кәлди» дегәниди.

сүрийәниң голан төпиликлири 1967 – йилидин буйан исраилийәниң ишғали астида турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر