италийәдә 51 кичик бала көйдүрүлүп өлтүрүлүш алдида қутқузуп қилинди

италийәниң милано шәһиридә 51 өсмүрни көйдүрүп өлтүрүштәк чоң паҗиә қилниң үстидә тосуп қилинди.

1167684
италийәдә 51 кичик бала көйдүрүлүп өлтүрүлүш алдида қутқузуп қилинди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: италийәниң шималидики милано шәһири әтрапида бир мәктәп абтобусиниң шопири ичидә 51 кичик бала олтурған абтобусни елип қечип, от қойуп бәрмәкчи болғанда назарәткә елинди.

өсмүләрдин бирисниң сақчиларға телефон қилиши сайисида аманлиқни сақлаш күчлири абтобусни тосуп балиларни қутқузуп қалди. 

әсли сенегаллиқ италийә пуқраси шопурниң ақ деңиздики көчмәнләрниң өлүмлиригә наразилиқ билдүрмәкчи болғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

италийә мәтбуатлириниң хәвиригә асасланғанда, сан донато миланес йезисида йүз бәргән вәқә тәхминән 40 минут давамлашқан. 

толуқсиз оттура мәктәп оқуғучилирини бир тәнтәрбийә залиға елип бармақчи болуп мәктәптин тапшуруп алған 47 йашлиқ абтобус шопури осәйну сий тойуқсиз йолни өзгәртип, балиларни милано линат айродоруми тәрәпкә елип меңишқа башлиған.  

аптобустики кичик балилардин бирсиниң ейтип беришичә, шопур бу җәрйанда аптобусниң ичигә бензин төккән вә балиларниң қоллирини бағлиған. балилардин бирси қолини бағлақтин йешиштә утуққа еришкәндин кейин сақчиларға телефон қилған.  

сақчилар йол үстигә тосақ қоруп шопур осәйну сийни тохтатмақчи болған болсиму, шопур тосақларни йерип өтүшкә тиришқан. лекин узун өтмәй тохташқа мәҗбур болған вә аптобустин чүшүп, чақмақ билән аптобусқа от қойуп бәргән. бирақ аптобусқа от тутушуп болғучә балилар сақчиларниң йаридими билән абтобустин қечип кетәлигән.

балилардин бәзилири от кәткән аптобусниң ис түтәклириниң тәсиригә учриған вә дохтурханида балнестқа елинған.

қалған балиларниң әһвалиниң йахши икәнлики билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر