пакистан иран-пакистан чеграсиға сим тосақ селинидиғанлиқини билдүрди

пакистан армийәси җәнубий район қомандани генерал асим салим баҗва иран-пакистан чеграсиға сим тосақ селинидиғанлиқини билдүрди.

1166524
пакистан иран-пакистан чеграсиға сим тосақ селинидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан армийәси җәнубий район қомандани генерал асим салим баҗва, 950 километирлиқ иран-пакистан чеграсиға келәр һәптидин етибарән сим тосақ селинишқа башлинидиғанлиқини ейтти.

кувайта шәһиридә өткүзүлгән бир йиғинға қатнашқан генерал баҗва, чегра башқуруш хизмити вә хәвпсизликиниң дөләт хәвпсизлики нуқтисидин толиму муһим икәнликини әскәртти.

а фғанистан чеграсиниңму сим тосақлар билән тосуветилгәнликини ейтқан баҗва, келәр һәптә 950 километирлиқ иран-пакистан чеграсиға сим тосақ бәрпа қилинишқа башлинидиғанлиқини билдүрди.

бу йил феврал ейида иран инқилаб муһапизәтчи қисимлири террорлуқ һуҗумиға учриши сәвәбидин, иран даирилири пакистан һөкүмитини чегра бихәтәрликини қоғдийалмаслиқ билән әйибләйду.  

иран һөкүмити террорлуқ һуҗумини пиланлиған  террорчиларниң пакистанға йошурунивалғанлиқини илгири сүриду.  

өткән ай пакистандики чәт әл таратқулириниң вәкиллири билән көрүшкән пакистан армийәси байанатчиси асиф гафур афғанистан, иран вә пакистан оттурисидики чегра районлирида һәрикәт қиливатқан террорчиларниң пакистанға соқунуп киривелишини тосуш үчүн, пакситанниң иран вә афғанистан чегралириға сим тосақ селинидиғанлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر