русийәдә путинға атап йалған мазар теши тиккән киши қамаққа һөкүм қилинди

русийә сот мәһкимиси пирезидент виладимир путин үчүн йалған мазар теши тиккән русийәлик паалийәтчи қарим йамадайевни 28 күнлүк қамақ җазасиға һөкүм қилди.

1163357
русийәдә путинға атап йалған мазар теши тиккән киши қамаққа һөкүм қилинди

 

түркийә авази радийоси хәвири: қарим йамадайев русийәдики интернит қануниға өзгәртиш киргүзүлишигә наразилиқ билдүрүп, наберрежнә челний шәһиридә пирезидент виладимир путин үчүн мазар теши тиккән иди.

 кишилик һоқуқ паалийәтчиси қарим йамадайев, үстигә «виладимир путин 1952- 2019» йезилған мазар тешини шәһәрдики бир бағчиға тиккән иди.

һөкүмәтниң йеңи интернит қанунға наразилиқ билдүрүшни мәқсәт қилғанлиқини ейтқан паалийәтчи байанатида/ «виладимир путин әркинликимизни көмүвәтти» деди.

русийәлик мәсуллар һөрмәтсизлик қилиш вә йалған хәвәр тарқитиш билән әйибләп, қарим йамадайевни 28 күнлүк қамақ җазасиға һөкүм қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر