пакистан - һиндситан һәйәтлири визисиз кирип - чиқидиған чегра еғизи ечиш сөһбити өткүзди

пакистан биилән һиндистанниң алақидар хадимлири, өткән һәптә икки дөләт арисида йүз бәргән сүркилиштин кейин өзара учришип, визисиз чегра еғизи ечиш мәсилисини музакирә қилди.

1163523
пакистан - һиндситан һәйәтлири визисиз кирип - чиқидиған чегра еғизи ечиш сөһбити өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси равеш кумар, һиндистан тәрәпкә кәлгән пакистан һәйити билән һиндистан һәйитиниң, сихларниң пакистандики ибадәтхана зийарәтлиригә қолайлиқ йаритип беришни көзләп, визисиз чегра еғизи ечиш мәсилисини музакирә қилғанлиқини билдүрди.

учришишта пакистан һәйитигә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси муһәммәд фәйсалниң рийасәтчилик қилғанлиқи әскәртилди.

файсал һиндистанға қарап йолға чиқиштин илгири байанат берип, пакистан баш министири имран ханниң тәшәббусиниң, сихларға асанчилиқ йаритип бериш билән биргә, тоқунуштин һәмкарлиққа, дүшмәнликтин тинчлиққа, адавәттин достлуққа қарап ташланған бир қәдәм болушини үмид қилидиғанлиқини ейтқаниди.

тәрәпләр арисидики сөһбәт, чеграға 3 келометир келидиған һиндистан йезиси аттарида өткүзүлмәктә.

пакистан билән һиндистан картарпур чеградин визисиз кирип – чиқишни капаләткә игә қилиш тоғрисида бирдәклик һасил қилғаниди.

һиндистан билән пакистан арисидики бу қетимқи сүркилиш, кәшмирниң һиндистанниң контроллуқидики қисмида 14 – февралда йүз берип 44 сақчиниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған бомбилиқ һуҗум билән бирликтә башлиғаниди.

йеңи деһли даирилири, һуҗумдин кейин пакистанни әйиблиди. һуҗумни әйиблигән пакистан болса, өзигә қаритилған әйибләшләрни рәт қилди.

һиндистан, 26 – февралда кәшмир контрол линийәсиниң пакистан тәрипидә террорлуқ тәшкилати нишанлириға зәрбә бериш һәрикити елип барғанлиқини уқтурди.

пакистан һава тәвәликигә дәхли қилғанлиқини илгири сүрүп, һиндистанниң икки уруш айропиланини чүшүрүвәтти. арқидин йахши нийәтниң ипадиси сүпитидә назарәт астиға елинған һиндистанлиқ учқучини қойуп бәрди.

пакистан баш министири имран хан, һиндистанни мәсилиләрни дийалог йоли билән һәл қилишқа вә соғуққанлиқни сақлап қелишқа чақирди.

түркийә икки дөләт арисидики мәсилиләрниң дийалог йоли билән һәл қилиниши тоғрисида чақириқ елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر