негирийәдә боко һарамға әҗәллик зәрбә берилди

негирийәниң шәрқий җәнубидики диффа районида елип берилған һәрбий һәрикәттә боко һарам тәшкилатиға әза 33 террорчи уҗуқтурулди.

1163227
негирийәдә боко һарамға әҗәллик зәрбә берилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик мәтбуатларниң хәвиригә асасланғанда, негирийә армийәси диффа районидики чад чөли әтрапида 9мартта тәкшүрүш һәрикити башлиған. 4 күнлүк тәкшүрүш җәрйанида, 33 террорчини уҗуқтуруп нурғун қорал - йарақларни қолға чүшүргән. 

боко һарам тәшклатиниң алдинқи һәптә диффадики гуескеро районда турушлуқ жандарма  понкитиға қилған һуҗумида, 7 әскәр өлүп, 20 әскәр йаридар болған иди.

негирийә чеграсиға йеқин җайға орунлашқан даффа райони 2015йилидин буйан боко һарамниң һуҗумлириға көп учрап кәлмәктә иди.

аммивий тәшкилатлар һөкүмәтниң райондики җиддий һаләтни йумшитишни тәләп қилиши асасида белиқчилиқ вә дора - дәрмәк ишләпчиқириш ишлириға даир чәклимиләр әмәлдин қалдурулди. шуниң билән тәң боко һарамниң һуҗумлириму йуқури өрләшкә башлиған иди.

негирийәдә 2000йилиниң бешидин бери паалийәт башлиған боко һарам террорлуқ тәшкилати 2009йилидин етибарән елип барған колликтип зорванлиқ һәрикәтлиридә җәмий 20 миңдин көпрәк кишиниң җениға замин болди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر